Йоһан 1:1—51

1  Башта Сөз бар еди вә Сөз Худа билән болған һәм Сөз худа еди*.  У баштинла Худа билән болғанди.  Барлиқ нәрсә у арқилиқ пәйда болған һәм униңсиз һечнәрсә пәйда болмиди.  Униң ярдими билән пәйда болған нәрсә һаятлиқ еди вә һаятлиқ инсанлар үчүн йоруқлуқ болди.  Нур қараңғулуқни йорутиду, бирақ қараңғулуқ нурни йеңәлмәйду.  Худа тәрипидин әвәтилгән бир адәм кәлди: униң исми Йәһия еди.  У гувалиқ бериш үчүн кәлди — йоруқлуқ һәққидә гувалиқ бериш һәм һәрхил адәмләр униң арқилиқ ишиниши үчүндур.  У шу йоруқлуқ болмиған, амма йоруқлуқ һәққидә гувалиқ бериши керәк еди.  Һәрхил хәлиқләрниң кишилирини йорутидиған һәқиқий нур дунияға әнди келиши лазим еди. 10  У дунияда еди һәм дуния униң арқилиқ пәйда болғанди, амма дуния уни тонумиди. 11  У өзиниңкиләргә кәлди, лекин өзиниңкиләр уни қобул қилмиди. 12  Ким уни қобул қилған болса, улар униң исмиға етиқат көрсәткәнлиги үчүн у Худа пәрзәнтлири болуш һоқуқини бәрди. 13  Улар йә қандин, йә җинсий хаһиштин, йә инсан арминидин туғулмиди, әксичә, Худадин туғулди. 14  Сөз тән болуп, аримизда яшиди. Биз униң шан-шөһритини, йәни Атиси Худа беваситә Өзи яратқан йеганә оғлиниң шөһритини көрдуқ. У инайәткә, йәни мол меһирликкә вә һәқиқәткә толған еди. 15  Йәһия у һәққидә гувалиқ берип, жуқури авазда мундақ деди: «Мениң кәйнимдә маңған алдимға өтти, сәвәви мениңдин бурун бар болған еди». 16  Һәммимиз һәрқачан униң мол меһирлигини өзүмиздә сезип кәлдуқ, чүнки у мол инайәткә толған еди. 17  Сәвәви, Тәврат қануни Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгәнди, мол меһирлик вә һәқиқәт болса, Әйса Мәсиһ арқилиқ кәлди. 18  Худани һечбир инсан һечқачан көргән әмәс, амма Атисиниң қойнидики,* беваситә Рәбб Өзи яратқан йеганә худа, У һәққидә бизгә ейтип бәрди. 19  Йәһудийлар Йерусалимдики роһанийлар билән ләвийләрни униңдин: «Сән ким?»— дәп сорашқа әвәткәндә, мана Йәһия пәйғәмбәр қандақ гувалиқ бәргән: 20  у җавап бериштин баш тартмай, очуқ етирап қилди: «Мән Мәсиһ әмәсмән». 21  Шу чағда улар униңдин: «Сән зади ким? Илияс пәйғәмбәрму?»— дәп сориди.— У: «Яқ»,— деди. — «Бәлким, пәйғәмбәрсән?»— У йәнә: «Яқ!»— дәп җавап бәрди. 22  Улар униңдин: «У чағда сән ким? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, сән өзәң һәққидә немә ейтисән?»— деди. 23  У: «Мән, Йәшая пәйғәмбәр ейтқандәк: “Йәһва Худа үчүн йолни түз қилиңлар!”— дәп чөл-баяванда вақириғучиниң авази болумән»,— дәп җавап бәрди. 24  Улар пәрисийләр тәрипидин әвәтилгәнләр еди. 25  Сорашни давамлаштуруп, улар мундақ деди: «Әгәр сән йә Мәсиһ, йә Илияс пәйғәмбәр, йә адәттики пәйғәмбәр болмисаң, немишкә чөмдүрүш рәсимини өткүзүватисән?» 26  Йәһия пәйғәмбәр уларға: «Мән суға чөмдүримән. Лекин араңларда силәр тонумайдиған бирси бар. 27  У кәйнимдин келиватиду, амма мән униң сәндилиниң боққучини йешишкиму лайиқ әмәсмән»,— дәп җавап бәрди. 28  Бу ишлар Бәйтаниядә, Йордан дәриясиниң башқа қирғиғида Йәһия пәйғәмбәр суға чөмдүрүш рәсмини өткүзүватқанда йүз бәргән еди. 29  Әтиси у өзигә қарап келиватқан Әйсани көрүп: «Мана бу пүткүл дунияниң гунасини өзигә алидиған Худаниң Қозисидур! 30  Мән силәргә униң тоғрилиқ: мәндин кейин кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки у мениңдин бурун моҗут болған, дегән едим. 31  Мән өзәм уни тонуматтим, бирақ униң Исраилға аян болуши үчүн, мән суда чөмдүрүшкә кәлдим»,— деди. 32  Шундақла Йәһия гувалиқ берип, мундақ деди: «Мән асмандин роһниң кәптәр түридә чүшүп, униңда қалғанлиғини көрдүм. 33  Мән униң ким екәнлигини билмәттим, лекин суда чөмдүрүш үчүн мени Әвәткүчи мундақ деди: “Сән роһни көрисән һәм у кимниң үстигә чүшүп, кимдә қалса, муқәддәс роһ билән чөмдүргүчи шу болиду”. 34  Мән уни көрдүм вә униң Худа Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим». 35  Әтиси Йәһия пәйғәмбәр йәнә өзиниң икки шагирти билән туратти 36  һәм келиватқан Әйсани көрүп: «Мана, бу Худаниң Қозиси!»— деди. 37  Униң сөзини аңлап, һәр иккила шагирти Әйса Мәсиһниң кәйнидин меңишти. 38  Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқанлиғини көрүп, улардин: «Немә издәватисиләр?»— дәп сориди. Улар униңдин: «Равви, (ибранийчә “устаз” дегән сөз) қәйәрдә тохтидиң?»— дәп сориди. 39  У: «Җүрүңлар, өзәңлар көрисиләр»,— дәп җавап бәрди. Улар берип, униң қәйәргә тохтиғанлиғини көрди вә шу күни униң билән қалди. Бу күндүзи саат 4ниң әтрапи еди. 40  Йәһиядин Әйса һәққидә аңлап, униң кәйнидин маңған иккисиниң бири Симун Петрусниң кериндиши Әндәр еди. 41  У дәрру Симунни тепип: «Биз Мәсиһни (“Майланған” дегән мәнани билдүриду) таптуқ»,— деди. 42  Әндәр уни Әйсаниң қешиға елип кәлди. Әйса униңға қарап: «Сән Йоһанниң оғли Симун. Сән әнди Кифа (грекчә “Петрус”) дәп атилисән»,— деди. 43  Әтиси Әйса Җәлилийәгә бармақчи болди. У Филипни учритип, униңға: «Арқамдин маң»,— деди. 44  Филип бәйтсайдилик болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди. 45  Филип Натаниялни тепип, униңға: «Биз Муса вә башқа пәйғәмбәрләр Тәвратта язған Йүсүпниң оғли насирәлик Әйсани таптуқ»,— деди. 46  Бирақ Натаниял униңға: «Насирә шәһиридин бирәр яхшилиқ чиқарму?»— деди. Филип: «Берип, көрүп бақ»,— деди. 47  Әйса Натаниялниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрисида: «Мана бу, ичидә қилчә һейлә-микри йоқ һәқиқий исраиллиқ»,— деди. 48  Натаниял: «Сиз мени қәйәрдин билисиз?»— дәп сориди. Әйса: «Филип сени чақирмастин бурун, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғиниңни көргәндим»,— дәп җавап бәрди. 49  Шунда Натаниял униңға: «Устаз, сиз — Худа Оғли, сиз Исраилниң Падишаси екәнсиз»,— деди. 50  Әйса униңға җававән: «Сени әнҗир дәриғиниң астида көрдүм, дегиним үчүн ишәндиңму? Сән буниңдинму чоң ишларни көрисән»,— деди. 51  Йәнә у: «Силәргә һәқни ейтиватимәнки: силәр асман ечилип, Худа пәриштилириниң инсан Оғлиниң йениға чүшидиғанлиғини һәм асманға чиқидиғанлиғини көрисиләр»,— деди.

Изаһәтләр

Яки «Худаға охшаш, илаһий».
Кимду-бирсиниң қойнида болмақ — униң алаһидә илтипатиға егә болмақ дегән мәнани билдүриду.