Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

18-СОАЛ

Сиз Худаға қандақ йеқинлишалайсиз?

«Әй Сән дуга аңлиғучи, Сениң алдиңға барлиқ җан егилири келиду».

Зәбур 65:2

«Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин. Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил; У саңа тоғра йолларни көрситиду».

Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6

«Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сән – бирдин-бир һәқиқий Худа һәм Сән әвәткән Әйса Мәсиһ һәққидә билим елиш һаҗәттур».

Йоһан 17:3

«У [Худа] һәр қайсимиздин жирақ әмәс».

Әлчиләр 17:27

«Һәм мән силәрниң меһир-муһәббитиңлар ениқ билимдә һәм толуқ чүшүнүштә бара-бара техиму өсүши үчүн, дайимий дуга қиливатимән».

Филипилиқларға 1:9

«Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә, Худадин сорисун, У һәммисигә сехийлиқ билән һәм дақақ қилмай бериду, вә у кишигиму берилиду».

Яқуп 1:5

«Худаға йеқинлишиңлар, һәм Уму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, қолуңларни жуюңлар вә, җүръәтсизләр, жүрәклириңларни тазилаңлар».

Яқуп 4:8

«Сәвәви Худаға болған меһир-муһәббәт Униң вәсийәтлирини орунлаш вә Униң вәсийәтлири еғир әмәс».

Йоһанниң 1-хети 5:3