2-СОАЛ
Худани қандақ тонуп-билишкә болиду?
«Бу қанун китавини өз ағзиңдин нери тутмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутай дәп, уни кечә-күндүз ойлап турғин. Ундақ қилсаң, сениң йоллириң саадәтлик болуп, өзәң раваҗлиқ болисән».
«Худаниң қанун китавидин рошән териқидә оқуп берип, мәнасини баян қилип, уларға оқуп бәргинини уқтуруп қойди».
«Рәзилләрниң гепидин маңмайдиған... адәм бәхит тапар! Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунидиладур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду... У немила қилса ронақ тапиду».
«Филип жүгәрди. Йениға йәткәндә, униң [эфиоплиқ] Йәшая пәйғәмбәрниң бәшаритини үнлүк оқуватқинини аңлап: “Оқуғанлириңизни чүшиниватамсиз?”– дәп сориди. У [эфиоплиқ] болса: “Әгәр маңа бирси чүшәндүрүп бәрмисә, қандақму чүшинәләймән”, дәп җавап қайтурди».
«Униң көзгә көрүнмәйдиған хисләтлири: мәңгүлүк қудрити һәм илаһий тәбиити дуния пәйда болғандин башлап рошән болмақта, шу сәвәптин улар яритилған нәрсә арқилиқ тонулиду, шуңлашқа инсанларға кәчүрүм йоқ».
«Сениң утуқлириң һәммисигә рошән болуши үчүн, бу һәққидә мулаһизә қил һәм буниңға пүтүнләй чөмгин».
«Меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болайли. Бәзиләр адәтләнгәндәк, бизниң умумий учришишлиримизни қалдурмайли».
«Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә, Худадин сорисун, У һәммисигә сехийлиқ билән һәм дақақ қилмай бериду, вә у кишигиму берилиду».