Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5

Муқәддәс китапниң хәвири

Йәһва Худаниң һөкүмранлиқ қилишиға толуқ һоқуқи бар. Униң һөкүмранлиқ қилиш усули әң яхши. Униң йәргә вә инсанийәткә тегишлик нийити әмәлгә ашиду.

Б. м. а. 4026-ж. кейин

«Илан» Йәһваниң һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини вә униң һөкүмранлиқ қилиш усулини гуманға салди. Йәһва «әвлат» беришкә вәдә бәрди, нәти-җидә у илан яки Шәйтанни йәнчийду (Яритилиш 3:1—5, 15) Лекин Йәһва Худа адәмләргә иланниң тәсиридә өз-өзлирини бирқанчә вақит башқурушиға йол қойди.

Б. м. а. 1943-ж.

Йәһва Худа Ибраһим пәйғәмбәргә вәдиләнгән әвлат униң нәслидин чиқидиғанлиғини ейтти (Яритилиш 22:18)

Б. м. а. 1070-ж. кейин

Йәһва Худа Давут падишани вә кейинирәк униң оғли Сулайманни вәдиләнгән әвлат уларниң нәслидин келидиғиниға ишәндүрди (Самуилниң 2-язмиси 7:12, 16; Падишалар 1-язма 9:3—5; Йәшая 9:6, 7).

Б. м. 29-ж.

Йәһва Худа вәдиләнгән әвлат — Давутниң мирасхори Әйса екәнлигини аян қилди (Галатилиқларға 3:16; Луқа 1:31—33; 3:21, 22)

Б. м. 33-ж.

Илан, яки Шәйтан, Әйсани өлтүрүп «әвлатни» вақитлиқ зәрбә қилди. Йәһва Әйсани асман һаятиға тирилдүрүп, қәдир-қиммәтлик мукәммәл һаятини қобул қилди, шундақ қилип гуналарни кәчүрүшкә асас бәрди вә мукәммәлсиз инсанийәткә Адәм ата йоқатқан мәңгү һаятқа еришиш мүмкинчилигини бәрди (Яритилиш 3:15; Әлчиләр 2:32—36; Коринтлиқларға 1-хәт 15:21, 22)

Тәхминән б.м. 1914-ж.

Әйса Шәйтанни йәргә ташлиди, Шәйтанниң вақти аз қалди (Вәһий 12:7—9, 12).

Келәчәк

Әйса Шәйтанни 1000 жилға һаңға ташлайду, кейин уни йоқ қилиду, башқичә ейтқанда бешини йәнчийду. Йәһваниң -йәргә вә инсанийәткә тегишлик дәсләпки нийити орунлинип, Униң исми төһмәттин тазилиниду вә униң башқуруш усули әң яхши екәнлиги дәлиллиниду (Вәһий 20:1—3, 10; 21:3, 4).