Мәтта 4:1—25

4  Андин кейин Әйса роһ арқилиқ чөл-баяванға кәлтүрүлди вә шу йәрдә Иблис уни синашқа башлиди.  Әйса 40 кечә-күндүз роза тутти һәм шуниңдин кейин қосиғиниң ачқинини сәзди.  Шу чағда Аздурғучи келип, униңға: «Сән Худаниң оғли болсаң, мону ташларға нанға айлинишини буйруғин»,— деди.  У болса җававән: «Муқәддәс Язмиларда: “Адәм пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Йәһваниң еғизидин чиққан һәрбир сөз билән яшиши керәк”,— дәп йезилған»,— деди.  Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә апирип, мәркизий ибадәтханини қоршиған тамға қоюп:  «Әгәр сән Худаниң оғли болсаң, төвәнгә өзәңни ташлиғин, чүнки: “Өз пәриштилиригә сән тоғрилиқ буйруқ қилиду, айиғиң билән ташқа урулмишиң үчүн, улар сени қоллирида көтривалиду”, дәп Муқәддәс Язмиларда йезилғанғу»,— деди.  Әйса униңға: «Шундақла: “Худайиң Йәһвани синима”, дәп йезилған»,— деди.  Йәнила Иблис уни наһайити егиз таққа елип, дунияниң һәммә падишалиқлирини һәм уларниң шан-шәрипини көрситип,  мундақ деди: «Әгәр тизға жиқилип, маңа ибадәт қилсаң, мошуларниң барлиғини саңа беримән». 10  Шу чағда Әйса: «Йоқал, Шәйтан! “Пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қил һәм пәқәт Униңғила муқәддәс хизмәт қил”, дәп Муқәддәс Язмиларда йезилған»,— деди. 11  Шуниң билән Иблис униң йенидин кәтти, пәриштиләр келип, униңға хизмәт қилишқа башлиди. 12  Әйса Йәһияниң тутулғинини аңлап, Җәлилийәгә кәтти. 13  Насирәни ташлап, у Зәбулун һәм Нафтали зиминлирида, деңизниң бойиға җайлашқан Кәпәрнаһум шәһиригә орунлашти, 14  буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған: 15  «Һәй, деңизниң йолидики, Иорданниң у тәрипидики Зәбулун һәм Нафталиниң зиминлири, башқа хәлиқләрниң Җәлилийәси! 16  Қараңғулуқта олтарған инсанлар бүйүк нурни көрди вә өлүм көләңгүси астидики зиминда яшиғанлар үстидин нур парлиди», дегән сөзләр орунланди. 17  Шу вақиттин тартип Әйса вәзини башлап: «Товва қилиңлар, чүнки асман Падишалиғи йеқинлашти»,— дәп ейтишқа башлиди. 18  У Җәлилийә деңизи бойида кетиветип, ака-укиларни көрди: Петрус дәп атилидиған Симунни һәм униң иниси Әндәрни. Улар белиқчилар болғанлиқтин деңизға тор ташлавататти. 19  У уларға: «Мениң кәйнимдин меңиңлар һәм мән силәрни адәм тутқучилар қилимән»,— деди. 20  Улар шу заман торлирини ташлап, униң кәйнидин әгәшти. 21  У нери өткинидә, йәнә ака-укини көрди: Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Йоһанни. Улар атиси билән қолвақта торларни җөндәвататти. Әйса уларни чақирди. 22  Улар дәрру қолвақни һәм атисини қалдуруп, униң кәйнидин маңди. 23  Андин у пүткүл Җәлилийәниң йәһудий ибадәтханида тәлим берип, Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни вәзә қилип, кишиләрдә болған һәрқандақ ағриқни һәм накалиқни сақайтти. 24  Униң тоғрилиқ параң пүтүн Сүрийәға тарқалди һәм униңға хилму-хил кесәлләрдин азаплиниватқан барлиқ ағриқларни елип келишти. Уларниң бәзилиригә җинлар чаплашқан еди, бәзилири тутқақлиқ һәм паләч кесәллиригә муптила болғанлар еди. Әйса уларниң һәммисини сақайтти. 25  Шуңлашқа униң кәйнидин Җәлилийәдин, Он шәһәрдин, Йерусалимдин, Йәһудийәдин вә Иорданниң у йеқидин кәлгән топ-топ адәмләр әгишип меңишти.

Изаһәтләр