Мәтта 2:1—23

2  Йәһудийәдики Бәйтләһәм шәһиридә Һирод падиша дәвридә Әйса туғулғандин кейин, Йерусалимға шәриқтин мунәҗҗимләр* кәлди.  Улар: «Туғулған йәһудийәлиқ Падиша қәйәрдә? Шәриқтә болған чеғимизда униң юлтузини көрдуқ вә унинға сәҗдә қилғили кәлдуқ»,— деди.  Буни аңлиған Һирод падиша һәм униң билән барлиқ Йерусалим әндишигә чүшти,  вә у хәлиқниң һәммә чоң роһанийлирини вә Тәврат устазлирини жиғип, Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәклигини сорашқа башлиди.  Улар униңға: «Йәһудийәдики Бәйтләһәм шәһиридә, чүнки пәйғәмбәр арқилиқ мундақ йезилған:  “Һәй, Йәһуда йеридики Бәйтләһәм, сән Йәһудийә һакимлири көзидә әң әһмийәтсиз шәһәр әмәссән, чүнки сениңдин мениң хәлқим, Исраилни, бақидиған һөкүмран чиқиду”»,— дейишти.  Шу чағда Һирод мунәҗҗимләрни йошурун чақиртип, улардин юлтузниң пәйда болған вақтини биливалди  һәм уларға мундақ дәп, Бәйтләһәмгә әвәтти: «Бериңлар вә балини издәп тепиңлар, тапқандин кейин маңа хәвәрләңлар, чүнки мәнму берип униңға сәҗдә қилимән».  Падишани аңлап болуп, улар йолға чиқти һәм шәриқтә көрүнгән юлтуз уларниң алдида меңип, ахири бала бар җайниң үстидин тохтиди. 10  Юлтузниң тохтиғинини көрүп, булар наһайити хошал болушуп кәтти. 11  Улар өйгә киргәндә, балини аниси Мәрийәм билән көрди вә тизлинип униңға тазим қилди. Улар сандуқлиридин алтун, мәстәк* вә мурмәкки* қатарлиқ соғиларни елип, униңға тәғдим қилди. 12  Амма чүшидә Һиродқа қайтмаслиқ һәққидә Худадин агаһландуруш елип, улар өз елигә башқа йол билән қайтти. 13  Улар кәткәндин кейин, Йәһваниң пәриштиси Йүсүпниң чүшигә кирип, униңға: «Тур, бала билән анисини елип Мисирға қачқин. Мән саңа ейтмиғичә, шу йәрдә болғин, чүнки Һирод балини өлтүрүш үчүн уни издәп тапмақчи»,— деди. 14  У шу кечисила орнидин туруп, бала билән анисини елип, Мисирға кәтти. 15  Йәһваниң пәйғәмбәр арқилиқ: «Мән оғлумни Мисирдин чақиривалдим»,— дегән сөзи орунлиниши үчүн, у Һиродниң өлүмигичә шу йәрдә болди. 16  Һирод мунәҗҗимләрниң өзини алдап қойғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. У өз адәмлирини Бәйтләһәмгә вә униң барлиқ әтраплириға икки яштин ашмиған һәммә оғул балиларни өлтүрүшкә әвәтти. У мунәҗҗимләрдин уқувалған вақитқа бенаән, издәватқан бала дәл мошундақ яшта болуши керәк еди. 17  Шу вақитта Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған мону бәшарәт орунланди: 18  «Рамада қаттиқ жиға-зерә аңланди. Раһил өз пәрзәнтлирини дәп жиғлиди һәм тәсәлли алғуси кәлмиди, чүнки улар әнди һаят әмәс». 19  Һирод падишаниң өлүмидин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Йәһваниң пәриштиси көрүнүп: 20  «Орнуңдин тур, бала билән анисини елип Исраилға кәткин, чүнки балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди»,— деди. 21  У туруп, бала билән анисини елип Исраилға қайтти. 22  Лекин Йәһудийәда Архелай (атиси Һиродниң орнида) һөкүмранлиқ қиливатқанлиғини аңлап, у шу зиминға бериштин қорқуп һәм шундақла чүшидә Худадин агаһландуруш елип, Җәлилийәгә қарап йол тутти. 23  Пәйғәмбәрләр арқилиқ: «Уни насирәлик дәп атайду», дегән бәшарәт орунлиниши үчүн, у шу өлкигә келип, Насирә шәһиригә орунлашти.

Изаһәтләр

Мунәҗҗимләр яки астрологлар — юлтузларға қарап келәчәкни билидиғанлармиш.
Дәрәқләрниң хушпурақлиқ сеғизи (әтир сүпитидә ишлитилгән).
Чатқалларниң хушпурақлиқ сеғизи (май сүпитидә ишлитилгән).