Яқуп 3:1—18

3  Бурадәрлирим, араңларда көплириңлар устаз болувәрмәңлар, шуни билиңларки, биз башқилардин көрә қәтъийирәк сораққа тартилимиз.  Биз һәммимиз пат-пат хаталишимиз. Әгәр кимду-бирси сөздә хаталашмиса, у пүткүл тениниму тизгинләшкә қабилийәтлик мукәммәл адәмдур.  Әгәр биз атларни өзүмизгә беқиндуруш үчүн, ағзиға еғиздуруқ салсақ, буниң билән уларниң пүткүл тенини башқуримиз.  Мана, кемиләрму гәрчә шунчилик йоған болсиму вә уларни қаттиқ боранлар һайдисиму, лекин кемичи халиған тәрәпкә кичик чәмбирәк билән бурайду.  Шуниңға охшаш, тил — кичик әза, амма чәксиз махтиниду. Қариғина, чоң орманға от қоюветиш үчүн, кичиккинә от учқуни йетәрликқу!  Раст, тил — бу оттур. Әзалиримиз арисидин тил өзи билән һәққанийсизлиқ дуниясини билдүриду, чүнки барлиқ тенимизни булғап, һаят чәмбирини көйдүриду, өзи болса, җәһәннәмдин* тутушиду.  Һәрқандақ һайванлар, қушлар, йәр беғирлиғучи һәм деңиз мәхлуқлири көндүрүлиниши мүмкин вә инсанлар тәрипидин көндүрүлиду.  Амма тилни адәмләрдин һечқайси көндүрәлмәйду. У — өлүм әкелидиған, зәһәргә толған һәм тутувалмайдиған явузлуқ.  Униң билән Атимиз Йәһвани мәдһийиләймиз һәм униң биләнла «Худаға қияс қилинип» яритилған адәмләрни қарғаймиз. 10  Бирла еғиздин һәм шүкүр-мәдһийә һәм ләнәт-қарғиш чиқиду. Қериндашлирим, бундақ давамлашмаслиғи керәк. 11  Бир булақтин таза һәм шор су чиқамду? 12  Қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунларни яки үзүм ғоли әнҗирләрни берәләмду? Шуниңдәк тузлуқ суму таза су болалмайду. 13  Араңларда ким дана вә парасәтлик? Буни әмәлиятта даналиққа хас мулайимлиқ билән үлгилик тәртиви арқилиқ көрсәтсун. 14  Лекин әгәр жүрәклириңларда аччиқ көрәлмәслик һәм урушқақлиқ болса, у чағда махтанмаңлар һәм һәқиқәт тоғрилиқ ялған ейтмаңлар. 15  Бу асмандин чүшүватқан даналиқ әмәс, әксичә йәргә, һайванларға, җинларға хас даналиқтур. 16  Қәйәрдә көрәлмәслик һәм урушқақлиқ болса, шу йәрдә тәртипсизлик һәм барлиқ яманлиқлар болиду. 17  Амма әрштин чүшкән даналиқ һәммидин авал, пак, андин течлиқпәрвәр, әқил-парасәтлик, беқинишқа тәйяр, рәһимликкә вә яхши мевиләргә толған, ғәрәзсиз, үзгә қаримайдиғандур. 18  Һәққанийлиқ мевисиниң уруғи течлиқ яритиватқанлар үчүн, течлиқ шараитларда терилиду.

Изаһәтләр

Муқәддәс китапта от — пүтүнләй йоқилишниң рәмзи. Җәһәннәм — рәмзий мәнада мәңгү өчмәйдиған от җайи, яки иккинчи өлүмни билдүриду, униңдин тирилиш болмайду.