Галатилиқларға 6:1—18

6  Қериндашлар, һәтта әгәр бир адәм хаталиғини байқишидин авал, уни қилип қойса, силәр, роһий йетилгәнләр, һәрқайсиңлар езиқтурулуштин пәхәс болуп, мундақ адәмни мулайимлиқ роһида түзитишкә тиришиңлар.  Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтүришиңлар вә шундақ қилип, Мәсиһниң қануниға әмәл қилиңлар.  Әгәр бирси һечнемә әмәс туруп, өзини қалтис бир немидәк чағлиса, у өз-өзини алдаватиду.  Лекин һәрким өзиниң шәхсий ишини көрсәтсун, шу вақитта униң өзини һечким билән селиштурмай, пәқәт өзигә қарапла хурсән болушқа сәвәви болиду.  Һәрким өз жүкини көтириду.  Униңдин ташқири, һәрқандақ еғизчә сөз арқилиқ тәлим алғучи, бар яхши нәрсилирини тәлим бәргүчи билән бөлүшсун.  Алданмаңлар: Худа мәсхирә қилинидиған Шәхс әмәс. Инсан немә терисә, шунила жиғиду:  тенигә тәргүчи, тенидин чирикликни алиду, роһиға тәргүчи болса, муқәддәс роһтин мәңгү һаятни алиду.  Яхшилиқ қилип һармайли, чүнки әгәр аҗизлишип қалмисақ, өз вақтида һосул алимиз. 10  Хулләс, вақит бизгә пурсәт бериватқан чағда, һәммисигә яхшилиқ қилайли, болупму етиқатдашлиримизға алайтән. 11  Көрдүңларму, өз қолумдин қандақ йоған һәрипләр билән силәргә яздим. 12  Силәрни хәтнә қилишқа мәҗбурлаватқан һәммиси, пәқәт Мәсиһ Әйсаниң азап түврүги үчүн тәқипләрдин қутулушқила, инсаний яхши тәсират қалдурушни халимақта. 13  Хәтнә қилиниватқанлар өзлири Қанунни орунлимайду, улар силәрниң тениңлар арқилиқ махтиниш үчүн, силәрни хәтнә қилдурмақчи. 14  Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң азап түврүгидин башқа һечнәрсә билән мән махтанмай! Азап түврүги арқилиқ дуния мениң үчүн һәм мән дуния үчүн түврүккә миқландуқ. 15  Хәтнә қилиш һәм хәтнә қилмаслиқ һечнәрсә әмәс, пәқәт йеңи мәвҗудат әһмийәтликтур. 16  Бу қаидигә әмәл қиливатқан барлиғида — Худаниң Исраилида — течлиқ һәм рәһим-шәпқәт болғай! 17  Әнди һечким маңа аваричилиқ кәлтүрмисун, чүнки мениң бәдинимдә Әйса қулиниң тамғиси бар. 18  Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһирлиги, қериндашлар, силәр көрситиватқан роһ билән биллә болғай. Амин!

Изаһәтләр