Галатилиқларға 5:1—26

5  Дәл мошу әркинлик үчүн бизни Мәсиһ азат қилди. Шуңа чиң туруп, қайтидин қуллуқ боюнтуруғи астида болуп қалмаңлар.  Мана, мән Паул силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қилинсаңлар, у чағда Мәсиһтин силәргә һечқандақ пайда болмайду.  Униңдин ташқири, хәтнидин өткән һәрқандақ кишигә мән яңливаштин гувалиқ қилимәнки, у пүткүл Тәврат қанунини орунлиши шәрт.  Силәрниң ким болушиңлардин қәтъий нәзәр, Қанун васитиси арқилиқ һәққаний дәп атилишқа интилғанлар Мәсиһтин бөлүндиңлар, униң мол меһирлигидин айрилип қалдиңлар.  Биз болсақ, роһумиз билән етиқаттин келидиған арзулуқ һәққанийлиқни тақәтсизлик билән күтмәктимиз.  Мәсиһ Әйсада йә хәтнә қилиш, йә хәтнә қилмаш әһмийәтлик әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадилиниватқан етиқатла әһмийәткә егә.  Силәр убдан жүгригән едиңлар. Һәқиқәткә итаәт қилишни давамлаштурушқа ким силәргә кашила қилди?  Бундақ көзқарашлар силәрни Чақирғучидин әмәс!  Азирақ хемиртуруч пүткүл хемирни болдуриду. 10  Мән Рәббимиз билән бирликтә болғанларда ишәшликмәнки, силәр башқичә ойда болмайсиләр, лекин силәргә қийинчилиқ туғдуруватқанлар, ким болушидин қәтъий нәзәр, чоқум сотқа тартилиду. 11  Маңа кәлсәк, қериндашлар, әгәр мән бурунқидәкла хәтнә қилишни вәзә қилған болсам, ундақта мени немә үчүн тәқипләш керәк еди? Чүнки у чағда азаплар түвриги путликашаң теши болматти. 12  Силәрни гуманға селиватқан бу адәмләр һәтта өзлирини пичивәтсун! 13  Силәр, қериндашлар, азатлиққа чақирилдиңлар, пәқәт бу азатлиқни тәнниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн ишләтмәңлар, әксичә қуллардәк, бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилиңлар. 14  Пүткүл Қанун бир ибаридә ипадиләнгән, ениғирағи: «йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин». 15  Лекин әгәр бир-бириңларни ғаҗилап йесәңлар, байқаңлар, бир-бириңларни уҗуқтуруп қоймаңлар. 16  Силәргә ейтимән: роһ бойичә иш қилиңлар, шу вақитта силәр һечқандақ тән һәвәслирини орунлимайсиләр. 17  Тән өз һәвәслири билән роһқа қарши, роһ — тәнгә қарши. Улар бир-биригә қариму-қаршидур, нәтиҗидә — халиғиниңларни қилмайсиләр. 18  Әгәр силәр муқәддәс роһ билән йетәкләнсәңлар, силәр Тәврат қануниниң һөкүми астида әмәссиләр. 19  Тәнниң ишлири болса рошән: бу — җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, 20  бутпәрәслик, җинкәшлик, дүшмәнлик, җедәлләр, қизғанчуқлуқ, дәрғәзәпләр, урушқақлиқ, бөлгүнчилик, мәзһәпчилик, 21  көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәтләр вә шуниңдәк ишлар. Бундақ ишлар тоғрилиқ бурун әскәрткинимдәк агаһландурмәнки, мундақ иш қилғучилар Худаниң Падишалиғиға варис болмайду. 22  Муқәддәс роһниң мевиси болса: бу — меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, һиммәтлик, етиқат, 23  мулайимлиқ, өзини тутуш. Буниң һәммисигә қарши һечқандақ қанун йоқ. 24  Униңдин ташқири, Мәсиһ Әйсаға мәнсүпләр тәнни униң хумарлири һәм һәвәслири билән түврүккә миқлиди. 25  Әгәр биз роһ йетәкчилигидә яшисақ, у чағда келиңлар, шуниңға мувапиқ жүрәйли. 26  Шөһрәтпәрәс болмайли, бир-биримизни риқабәтчиликкә иштәрмәйли вә бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.

Изаһәтләр