Әлчиләр 4:1—37

4  Петрус билән Йоһан хәлиқкә бу сөзләрни қиливатқанда, чоң роһанийлар, мәркизий ибадәтханиниң башлиғи вә садуқийлар уларниң қешиға кәлди.  Әлчиләр Әйсани мисал сүпитидә кәлтүрүп, тирилиш тоғрисида хәлиқкә очуқ тәлим бериватқанда, улар наразилиқ билдүрүп,  Петрус билән Йоһанни қолға алди, бирақ кәч киргини үчүн, уларни кейинки күнгичә қамап қойди.  Амма әлчиләрниң сөзлирини аңлап көплири ишәнди вә шу етиқатчиларниң сани 5000ға йеқин еди.  Әтисигә йәһудийларниң башлиқлири, ақсақаллири вә Тәврат устазлири Йерусалимда жиғилди,  шундақла чоң роһаний Һанан, Қаяпа, Йоһан, Искәндәр вә чоң роһанийниң барлиқ туққанлири шу йәрдә еди.  Андин әлчиләрни оттуриға чиқирип: «Бу ишни қайси күч-қудрәт билән яки кимниң намидин қиливатисиләр?»— дәп сориди.  Шу чағда Петрус муқәддәс роһқа толуп, мундақ деди: «Һәй хәлиқ башлиқлири вә ақсақаллири,  әгәр бүгүн бу току адәмгә қилған яхшилиғимиз үчүн, ениғирағи, униңға ким шипа бәргини һәққидә бизни сораққа тартқан болсаңлар, 10  ундақта силәргә вә пүткүл Исраил хәлқигә мәлум болсунки, бу киши силәр түврүккә миқлиған, амма Худа тирилдүргән насирәлик Әйса Мәсиһ нами билән сақийип алдиңларда туриду. 11  Әйса — бу “силәр, қурулушчилар, керәксиз дәп ташлиған таш, булуңға қоюлидиған һул таш болди”. 12  Башқа һечкимдә қутқузулуш йоқ, чүнки ниҗат тепишимиз үчүн, асман астида адәмләргә берилгән башқа һеч исим йоқтур». 13  Петрус билән Йоһанниң җасурлиғини көрүп, уларниң оқумиған аддий адәмләр екәнлигини байқап, улар һәҗәпләнди. Бу кишиләр Әйса билән биллә болғанлиғиниму тонуп йәтти, 14  амма шипа тапқан адәмму улар билән биллә турғинини көрүп, бирәр сөз ейтишқа җүръәт қилалмиди. 15  Шуңа уларға Алий кеңәш залидин чиқишини буйруп, өзлири бир-бири билән мундақ мәслиһәт қилишқа башлиди: 16  «Бу адәмләрни немә қилсақ болиду? Улар арқилиқ растла әҗайип бүйүк карамәт йүз бәргинини пүткүл Йерусалим аһалиси көрди һәм бизму буни инкар қилалмаймиз. 17  Бирақ бу нәрсиләр хәлиқ арисида йәниму тарқалмаслиғи үчүн, келиңлар, у кишиниң намидин һечкимгә сөзлимәңлар дәп, уларни қорқутуп қояйли». 18  Уларни чақирип, Әйсаниң намидин һечйәрдә һечнәрсә демәслигини вә тәлим бәрмәслигини тәләп қилди. 19  Лекин уларға җававән Петрус билән Йоһан: «Өзәңлар ойлап көрүңлара, Худаниң нәзәридә Униңға әмәс, силәргә қулақ селиш һәққанийлиққа ятамду? 20  Биз болсақ, көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз»,— деди. 21  Кеңәш әзалири уларни җазалаш үчүн бирәр сәвәп тапалмиғанлиқтин, шундақла йүз бәргән вақиә үчүн Рәбни мәдһийиләватқан хәлиқтинму қорққанлиқтин, уларға йәнә попуза қилип қоювәтти. 22  Мөҗүзиниң арқисида сақийип кәткән кишиниң йеши 40тин ашқан еди. 23  Азат қилинғандин кейин, Петрус билән Йоһан башқа шагиртларниң йениға берип, чоң роһанийлар вә ақсақаллар уларға немә дегәнлирини ейтип бәрди. 24  Бу сөзләрни аңлиғандин кейин, уларниң һәммиси бирлишип Худаға мундақ дуа қилишти: «Һәй, Рәб Егимиз, Сән асман, йәр, деңиз вә уларда бар нәрсиләрниң һәммисини яратқан. 25  Муқәддәс роһуң арқилиқ хизмәтчиң, әҗдадимиз Давутниң еғизи билән мундақ дегәнсән: “Немишкә хәлиқләр исиянкар болмақта вә қәбилиләр қуруқ нәрсини ойлаштурмақта? 26  Йәр падишалири вә һөкүмдарлар бирлишип, Йәһваға вә Униң Мәсиһигә қарши чиқмақта”. 27  Һирод вә Понтий Пилат башқа хәлиқләрниң һәм Исраил хәлқиниң адәмлири биллә мошу шәһәрдә жиғилип, Сән майлиған муқәддәс хизмәтчиң Әйсаға қарши тил бириктүрди. 28  Буниң билән, улар Сән Өз қудритиң вә ирадәң билән әзәлдин бәлгүлигән ишларни әмәлгә ашурди. 29  Әнди, Йәһва уларниң попузилириға етивар берип, Сениң сөзүңни ейтиш үчүн қуллириңға җасарәт бәргин. 30   Чүнки шипа бериш үчүн, Сән қолуңни узартип, муқәддәс хизмәтчиң Әйсаниң намидин аламәт вә мөҗүзиләрни яритиватисән». 31  Уларниң қизғин дуасидин кейин, олтарған җайи тәвринип, уларниң һәрбири муқәддәс роһқа толуп, Худаниң сөзүни җасарәт билән сөзлиди. 32  Етиқатдаш көпчилик бир җан вә бир тән болуп, һечким өзиниң мүлкини мениңки демәстин, әксичә һәммә нәрсини умумий һесаплашти. 33  Әлчиләрму бүйүк күч-қудрәт билән Һакимдари Әйсаниң тирилгини һәққидә гувалиқ беришти һәм уларда мол меһирлик баяшайәт болди. 34  Арисида һечким муһтаҗлиқта болмиди, чүнки етизлири яки өйлири барларниң һәммиси уларни сетип, чүшкән пулни елип кәлди 35  вә әлчиләргә тапшурди. Бу һәммисиниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилинди. 36  Ундақ адәмләрдин бири, Йүсүп исимлиқ, лавийлар әвладидин болған кипрлиқ бир киши еди. Әлчиләр униңға Барнаба, йәни «Тәсәлли оғли» дәп нам бәргән еди. 37  У өз йерини сетип, пулини әлчиләргә бәрди.

Изаһәтләр