Тимотийға 2-хәт 2:1—26

2  Демәк, оғлум, Мәсиһ Әйсадики мол меһирликтин буниңдин кейинму күч алғин  һәм көплигән гувачилар арисида мениңдин аңлиғанларни, башқилирини шундақла үгитишкә ярамлиқ болудиған садиқ адәмләргә йәткүз.  Мәсиһ Әйсаниң шанлиқ әскиридәк, несивәңгә чүшүватқан азап-оқубәтләргә чидиғин.  Һечқандақ әскәр уни һәрбий хизмәткә алғанниң мақуллишиға еришиш үчүн, кирим әкелидиған күндилик тирикчилик ишларға арилашмайду.  Шундақла мусабиқиларға қатнишиватқан киши, әгәр қаидиләр бойичә мусабиқилашмиса, мукапатқа еришәлмәйду.  Меһнәткәш дехан мевиләрдин биринчи болуп дәм тартиши керәк.  Ейтқанлирим үстидин даийм мулаһизә жүргүз. Һакимдаримиз саңа һәммә нәрсидә чүшиниш бериду.  Мән вәзә қиливатқан хуш хәвәргә уйғун, Әйса Мәсиһ өлүмдин тирилгинини вә Давутниң әвладидин болғанлиғини әстә тут.  Әшу хуш хәвәр үчүн мән һәтта җинайәтчидәк кишәнлинип, зинданда зулум тартиватимән. Бирақ Худаниң сөзи кишәнләнмәйду. 10  Шуңлашқа һәммә нәрсидә талланғанлар үчүн, уларниңму мәңгү шөһрәт билән Мәсиһ Әйсадики қутқузулушни тепишиға тәқабиллиқни сақлаватимән. 11  Тоғра сөзләр: һәқиқәтән, әгәр биз биллә өлгән болсақ, у чағда биллә яшаймиз, 12  әгәр тәқабиллиқни сақлисақ, у чағда биллә падишалиқ қилимиз, әгәр ваз кәчсәк, уму биздин ваз кечиду, 13  әгәр биз садиқ болмисақ, у садиқ болуп қалиду, чүнки у өзидин ваз кечәлмәйду. 14  Бу тоғрилиқ Худа алдида гувачидәк чақирип, уларни сөзләр үчүн талаш-тартишларға чүшмәсликкә агаһландурғин, чүнки бу тамамән пайдисиз вә тиңшиғучилар үчүн һалакәтлик. 15  Худаға өзәңни мақулланған, һәқиқәт сөзини дурус йәткүзүдиған, һечнәрсә үчүн иза тартмайдиған ишчи болуп көрситишиң үчүн, барлиқ имканийәтни қилғин. 16  Муқәддәсликни булғайдиған қуруқ гәпләрдин өзәңни чәткә тарт, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар рәзилликтә бара-бара утуқлуқ болиду 17  вә уларниң сөзи гангрена ярисидәк тарқилип кетиду. Уларниң җүмлидин Иминей вә Филит. 18  Бу кишиләр тирилиш өтүп кәтти дәп һәқиқәттин чәтниди вә бәзиләрниң етиқатини вәйран қиливатиду. 19  Шундақтиму Худаниң мәккәм һули турмақта вә униңда мундақ тамға бар: «Йәһва Униңға мәнсүпләрни билиду» вә «Йәһваниң исмини чақириватқан һәрбирси һәққанийсизлиқни рәт қилсун». 20  Йоған өйдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, шундақла яғач вә сапал қачиларму болиду, бирлири — шәрәплик мәхсәткә қолланса, йәнә бирлири — әрзимәс мәхсәткә қоллинилиду. 21  Әгәр бирси ахирқилардин өзини чәт тутса, у шәрәплик қоллиниш үчүн, муқәддәсләнгән, һәрқандақ яхши ишқа тәйяр, Өз Егисигә пайдилиқ қача болиду. 22  Шуңа яшлиққа хас арзу-һәвәсләрдин қачқин, әксичә Рәббимизни пак қәлбидин чақириватқанлар билән течлиққа, меһир-муһәббәткә, етиқатқа, һәққанийлиққа интилғин. 23  Униңдин ташқири, ахмақ вә надан сорақларниң талаш-тартишларни туғдурудиғанлиғини билгәнликтин, уларни рәт қил. 24  Рәббимизниң қули талаш-тартишларға арилашмаслиғи керәк, әксичә һәммиси билән юмшақ, тәлим беришкә қәбилийәтлик болуши, явузлуққа дуч кәлгәндә өзини тутуши лазим. 25  У дүшмәнләрчә қарайдиғанларға мулайимлиқ билән нәсиһәт қилиши керәк — мүмкин, Худа уларға һәқиқәтни дурус чүшиниш үчүн, товва қилишни берәр — 26  һәм улар Иблисниң ирадисини орунлаш үчүн тирик тутулғинини көрүп, өзлиригә келип, униң қилтиғидин азатлиниду.

Изаһәтләр