Марк 12:1—44

12  Андин у уларға тәмсилләрни кәлтүруп: «Бир адәм үзүмзарлиқ бәрпа қилип, униң әтрапини қоршапту, үзүм шаравини чиқириш үчүн көлчәк қезип, мунарә ясапту вә үзүмзарлиқни деханларға иҗаригә берип, өзи башқа бир дөләткә кетипту.  Мевә жиғидиған вақит кәлгәндә, үзүмзарлиқниң мевилиридин елип кәлсун дәп, у қулини деханларға әвәтипту.  Лекин улар уни тутувелип, уруп, қуруқ қол қайтуриду.  Ғоҗайин йәнә башқа қулини әвәтиду, бирақ улар униң бешини уруп-йерип, пәсләштуриду.  Шу чағда у йәнә бирсини әвәтиду, лекин улар уни өлтүрүветиду. Ғоҗайин көплигән башқа қуллириниму әвәтиду, амма уларниң бирмунчилирини уруп-соқиду, бәзилирини өлтүрүветиду.  У кишиниң сөйүмлүк бир оғли болған екән. Ахирида у уни уларға әвәтип: “Мениң оғлумға һөрмәт көрситиди”,— дәп ойлайду.  Лекин деханлар бир-бирсигә: “Бу болса мирасхор. Җүрүңлар берип уни өлтүрүветәйли һәм шу чағда униң мираси бизгә қалиду”,— дейишиду.  Уни тутуп, өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташлаветиду.  Үзүмзарлиқ егиси әнди немә қилиду? У келип, мошу деханларни өлтүриду һәм үзүмзарлиқни башқиларға иҗаригә тапшуриду. 10  Силәр Муқәддәс Язмиларда: “Қурулушчилар рәт қилған булуң таш асасий һул теши болди. 11  Бу Йәһва тәрәптин қилинди һәм бизниң көзүмиздә һәҗәптур”, дегән сөзләрни һечқачан оқумиғанму?»— дәп сориди. 12  Бу мисалниң уларға қарита ейтқанлиғини чүшинип, улар қандақ қилип уни тутувелишни ойлашти, бирақ хәлиқтин қорқушти. Шуңлашқа улар униңға тәгмәй кәтти. 13  Буниңдин кейин улар Әйсани сөздә тутувелиш үчүн, пәрисийләр вә Һирод тәрәпдарлиридин бәзибирлирини әвәтти. 14  Улар келип: «Устаз, биз билимизки, сиз һәққаний адәм һәм башқиларниң ой-пикри сизгә тәсир қилмайду, чүнки қандақла киши болмисун, униң тутқан орни-дәриҗисидин қәтъий нәзәр, сиз Худа йолини һәқиқәткә уйғун үгитисиз. Ейтиңа, қәйсәргә* һәр кишигә тегишлик селиқни төләш Қанунимизға мувапиқму яки мувапиқ әмәсму? 15  Уни төләйлиму яки төлимәйлиму?»— дәп униңдин сорашти. Уларниң иккийүзлүклигини сәзгән Әйса: «Немә үчүн силәр мени синаватисиләр? Маңа динарни* елип келиңлар, көрүп бақай»,— деди. 16  Улар динарни елип кәлди, у улардин: «Мону сүрәт һәм йезиқ кимниңки?»— дәп сориди. Улар җававән: «Қәйсәрниң»,— дейишти. 17  Шу вақитта Әйса уларға: «Қәйсәрниңкини қәйсәргә, Худаниңкини Худаға бериңлар»,— деди. Улар униң сөзлиригә таң қелишти. 18  Униң алдиға тирилиш йоқ, дәйдиған садуқийлар келип: 19  «Устаз, Муса пәйғәмбәр бизгә язғандәк, әгәр кимду-бирсиниң қериндиши балисиз өлүп кәтсә һәм аяли тул қалса, у чағда униң акиси яки иниси униң аялиға өйлинип, униңдин қериндишиға әвлат қалдуруши лазим. 20  Йәттә қериндаш болған еди. Биринчиси өйлинип, пәрзәнт көрмәй өлүп кетипту. 21  Шунда униң тул аялиға иккинчиси өйлинипту, лекин әвлат қалдурмай өлүп кетипту. Үчинчиси биләнму шундақ бопту. 22  Шундақ қилип, йәттисиниң барлиғи өзлиридин кейин әвлат қалдурмапту. Һәммисидин кейин әшу аялму өлүп кетипту. 23  Тирилиш дәвридә әшу аял уларниң қайси-бирсиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси униңға өйләнгән еди»,— дәп сорашти. 24  Әйса уларға: «Йә Муқәддәс Язмиларни, йә Худаниң қудритини билмигиниңлардин адишиватамсиләр? 25  Чүнки өлүмдин тирилгәнләр өйләнмәйду һәм турмушқа чиқмайду, амма улар асмандики пәриштиләргә охшаш болиду. 26  Өлүмдин тирилиш мәсилисигә кәлсәк, силәр Мусаниң китавидики көйүватқан тикәнлик тоғрилиқ һекайини оқумидиңларму? Шу йәрдә Тәңри Мусаға: “Мән Ибраһимниң, Исһақниң вә Яқупниң Худайимән” дегән. 27  У өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худайидур. Демәк, силәр қаттиқ адишиватисиләр»,— деди. 28  Шунда уларниң бәс-муназирисини көргән һәм Әйсаниң уларға яхши җавап қайтурғинини аңлиған бир Тәврат устази алдиға келип: «Әмирләрниң қайси-бирси әң муһим?»— дәп униңдин сориди. 29  Әйса җававән: «Биринчиси: “Қулиғиңға қисқин, Исраил, бизниң Йәһва Худайимиз — У бирдин-бир Йәһвадур. 30  Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң, пүтүн әқлиң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин”. 31  Иккинчиси болса: “Өз йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин”. Булардин артуқ башқа әмир йоқ»,— деди. 32  Тәврат устази униңға: «Устаз, сиз һәқиқәткә уйғун яхши ейттиңиз: “Худа бирдур һәм Униңдин башқа һечким йоқтур” 33  һәм Уни пүткүл җүригиң, пүткүл аң-сәвийәң вә пүткүл қудритиң билән сөйүш һәм йениңдики кишини өзәңдәк сөйүш — бу һәммә көйдүрмиләр вә қурванлиқлардин хелила баһалиғарақтур»,— деди. 34  Шу чағда Әйса бу кишиниң чүшинип җавап бәргинини көрүп, униңға: «Сиз Худа Падишалиғидин жирақ әмәс»,— деди. Шуниң билән һечким әнди униңға соал қоюшқа петиналмиди. 35  Мәркизий ибадәтханида тәлим беришни давамлаштуруп, Әйса буниң һәммисигә җавап бәргәч: «Немишкә Тәврат устазлири Мәсиһни Давутниң оғли дәйду? 36  Чүнки Давут пәйғәмбәр өзи муқәддәс роһниң тәсиридә: “Йәһва Һакимдаримға: “Сениң дүшмәнлириңни айиғиң астиға ташлап бәргичә, Мениң оң йенимда олтарғин”,— деди”, дегәнғу. 37  Давут пәйғәмбәр өзи уни Һакимдарим дәватса, у қандақларчә униң оғли болуши мүмкин?»— дәп сориди. Көплигән инсанлар уни раһәтлинип тиңшиди. 38  У уларға тәлим беришни давамлаштуруп: «Узун кийимләрдә жүрүшни яхши көрүдиған, базар мәйданлирида уларға салам беришларни һәм 39  йәһудий ибадәтханилар билән зияпәтләрдә әң алдиңқи иззәтлик орунларни яхши көрүдиған Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. 40  Улар тул аялларниң мүлкини тартивелип, уларниң һесавидин бай болуватқанлар вә башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилидиғанлар. Улар һәммидин қаттиқ һөкүм алиду»,— деди. 41  Ғәзнә қачилирини көрәләйдиған җайға олтирип, хәлиқ өз пуллирини селиватқинини байқиди. Нурғунлиған байлар көп пул салди. 42  Бир кәмбәғәл тул аял болса келип, икки ушшақ тийин ташлиди. 43  Шу вақитта у шагиртлирини қешиға чақиривелип, уларға: «Силәргә һәқни ейтиватимәнки: бу кәмбәғәл тул аял ғәзнә қачисиға һәммисидин көп пул ташлиди. 44  Сәвәви, қалғанлар байлиғиниң ашқан-ташқанлиғидин бәрди, у болса, муһтаҗлиқта яшисиму, һаят кәчүрүшкә һаҗәтлик болған һәммә нәрсисини беривәтти»,— деди.

Изаһәтләр

Яки «императорға, падишаға».
Мт 20:2 қараң.