Колосилиқларға 3:1—25

3  Әгәр силәр Мәсиһ билән тирилдүрүлгән болсаңлар, Худаниң оң тәрипидә Мәсиһ олтарған асмандики нәрсини издәңлар.  Йәрдикини әмәс, асмандикини ойлаңлар,  чүнки силәр өлгәнсиләр һәм силәрниң һаятиңлар Худа билән бирликтә болған Мәсиһтә йошурулған.  Мәсиһ — бизниң һаятлиғимиз ашкариланған чағда, силәрму униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинисиләр.  Шуңа йәрлик әзалириңларни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһвәт, хәтәрлик хаһишлар һәм бутпәрәсликкә ятидиған ачкөзлүкни өлтүрүңлар.  Чүнки булар үчүн Худаниң ғәзиви келиду.  Силәрму бир вақитларда мошуниң һәммисини қилип, иш тутқандиңлар.  Амма әнди өзәңлардин мошуниң һәммисини: қәһәр, ғәзәп, җаһиллиқни, һақарәтлик сөзләрни нери қилиңлар. Һәм тетиқсиз гәпләр еғизиңлардин чиқмаслиғи лазим.  Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Өзәңлардин кона шәхсни униң ишлири билән йешип 10  һәм Яратқучиға охшап, тоғра билимгә бенаән йеңилиниватқан йеңи шәхскә кийиниңлар. 11  Бу йәрдә йә грекму, йә йәһудийму, йә хәтниликму, йә хәтнисизликму, йә чәтәлликму, йә скифму, йә қулму, йә әркинликму йоқ, бәлки һәммә вә һәммидә Мәсиһтур. 12  Демәк, Худаниң таллавалғанлиридәк, муқәддәсләр вә сөйүмлүкләр, һәмдәртлик, меһриванлиқ, әқил мөмүнлигиниң, мулайимлиқ һәм узақ сәвирликниң назук сезимлириға пүркүнәйли. 13  Һәтта әгәр кимду-бирсиниң башқисиға шикайәт қилишиға асас болсиму, бир-бириңларға чидамлиқ болуп, бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар. Йәһва силәрни һиммәтләрчә кәчүргәндәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар. 14  Униңдин ташқири, меһир-муһәббәткә йөгиниңлар, чүнки у — бирликниң мукәммәл риштилиридур. 15  Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлблириңларда һөкүм сүрсун, силәр шуниңға бир тәндә чақирилдиңлар. Йәнә миннәтдар болуңлар. 16  Мәсиһниң сөзи силәрдә мол болуп, пүтүн даналиқ билән маканлашсун. Бир-бириңларға тәлим беришни һәм жүрәклириңларда Йәһваға саз челип, йеқимлиқ роһий нахшилар, Худани мәдһийиләйдиған сөзләр, зәбур-нәғмиләр билән җемиләшни давамлаштуруңлар. 17  Немә ейтиштин һәм қилиштин қәтъий нәзәр, һәммә нәрсини Һакимдаримиз Әйсаниң нами билән қилип, униң арқилиқ Худа Атиға рәхмәт ейтиңлар. 18  Аяллар, әрлириңларға Һакимдар йолида лайиқ болғандәк беқиниңлар. 19  Әрләр, өз аяллириңларни сөйүшни тохтатмаңлар вә улар билән қопал болмаңлар. 20  Балилар, һәммә нәрсидә ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу Һакимдаримизға яқиду. 21  Атилар, балилириңларниң көңли чүшмәслиги үчүн, уларни териктүрмәңлар. 22  Қуллар, һәммә нәрсидә йәрдики ғоҗайинлириңларға бойсунуңлар, адәмләргә йеқишқа тиришидиғанлиғини көрситидиғанлардәк әмәс, бәлки Йәһвадин әймиништә, жүрәкниң сәмимийлигидә беқиниңлар. 23  Немила қилмисаңларму, буни адәмләр үчүн әмәс, бәлки пүткүл вуҗудуңлардин Йәһва үчүн қиливатқандәк, тиришиңлар, 24  чүнки шуни билиңларки, шундақ әһвалдила Йәһвадин мукапатқа мирасни алисиләр. Ғоҗайинимиз Мәсиһкә қуллардәк хизмәт қилиңлар. 25  Яманлиқ қилғучиға болса, қилған барлиқ яманлиғиға яриша қайтурилиду. Тәңри үз-хәтир қилмайду.

Изаһәтләр