Йәшая 35:1—10

35  Чөл-қақас һәм қурғақ йәр шатлиниду, Явайи түзләң зәпирандәк ечилиду.   У зимин әҗайип гүллиниду вә хошаллиқтин Тәнтәнә қилиду. Либанниң шөһрити, Кармилниң бүйүклиги вә Шаронниң паравәнлиги Униңға берилиду. Кишиләр Йәһваниң Шан-шөһритини көрүп, Худайимизниң Алийҗанаплиғиға көз йәткүзиду.   Аҗизлашқан қоллириңларни күчәйтиңлар Вә титригән тизлириңларни чиңайтиңлар.   Көңли қорқанчақларға мундақ дәңлар: «Мәккәм болуп, қорқмаңлар. Мана, Худайимиз келип, интиқам алиду. У җазани берип, қутқузушқа келиду».   Шу чағда қарғуларниң көзлири ечилип, Паңларниң қулақлири аңлайду.   Току буғидәк сәкрәйду вә кекәчниң тили Хошаллиқта мәдһийә ейтиду. Җәзиридә су булақлири тешип чиқиду Вә сусиз йәрдә өстәңләр ақиду.   Қағҗириған йәрдики сулар көрүнүшлири Һәқиқий көлләргә айлиниду вә уссиған Йәрдә булақ көзлири тешилип чиқиду. Авалқи чил бөриләр маканида йешил Чимәнзарлиқ вә түрлүк қомуч өсиду.   У йәрдә йоған түзләңгән йол болуп, У Муқәддәс йоли, дәп атилиду. Униңда һечбир напак киши маңмайду, Амма мәзкүр йол униңда жүрүшкә Рухсәт қилинғанлар үчүнла болиду. Надан уни һәргиз чәйлимәйду.   Бу йолда шир болмайду, жиртқуч Һайванларни у йәрдә учратмайсән. Униңда пәқәт сетивелинғанлар маңиду.  10  Йәһва Илаһ қутулдурғанлар қайтип келиду Вә Сионға шатлинип көтирилиду. Әбәдий хошаллиқ уларниң бешида болуп, Улар хурсәнлик билән қанаәтликни тапиду, Қайғу билән уһ тартишлар жирақлишиду.

Изаһәтләр