Зәбур 36:1—12

Хор башчисиға. Йәһваниң хизмәткари Давутниң нахшиси. 36  Қанунсиз қәлбидә рәзил сөз, Униң көзидә Худадин әйминиш йоқ.   Лекин у өз көзидә мәғрур, гунакарлиғини Сәзмәйду, шуңа уни өч көрмәйду.   Ағзидин чиққан гәп наһәқ вә ялғанчи, Яхшилиқ қилишқа әқли-пәми йәтмәйду.   Орнида йетип яманлиқни ойлайду, у натоғра Йолда туруп, вәһшиликтин жиркәнмәйду.   Йәһва! Рәһимдиллиғиң асманғичә, Сениң һәқиқитиң булутларғичә.   Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, адаләтлигиң Теги йоқ һаңдәк. Адәмләр билән Һайванларни Сән сақлайсән, Йәһва!   Нәқәдәр бебаһа Сениң вапа муһәббитиң, Илаһим! Қанатлириң астида мөкүнгән Инсан оғуллири бехәтәрликтә.   Өйүңниң әң есил таамлиридин улар Тамақланмақта вә шерин еқинлириңдин Сән уларниң услуғини қандуриватисән.   Чүнки Сениңда һаятлиқ мәнбәси, Сениң нуруңда биз нур көримиз.  10  Сени тонуйдиғанларға рәһимиңни Тохтатмиғина вә кимниң жүриги Пак, шуларға шәпқитиңни узартқина.  11  Маңа тәкәббур қәдәмни чамдатмиғина Вә пәскәшниң йоли мени гуманлатмисун.  12  Яманлиқ қилидиғанлар һәммиси жиқилсун, Улар интилсиму, путиға туралмисун.

Изаһәтләр