Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-БӨЛҮМ

Балини яштин үгәт

Балини яштин үгәт

«Мән бу күн саңа беридиған буйруқлиримни көңлүңгә елип, уларни балилириңғиму уқтур» (Қанун шәрһи 6:6, 7).

Аилиниң Асасчиси Йәһва Худа ата-аниларға балилирини тәрбийиләш вәзиписини тапшурди (Колосилиқларға 3:20). Ата-аниларниң вәзиписи балилирида Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәтни риваҗландуруп, уларни җавапкәр адәм қилип тәрбийиләштин ибарәттур (Тимотийға 2-хәт 1:5; 3:15). Оғлиңизниң яки қизиңизниң қәлбидә немә барлиғини чүшинишкә тиришиң. Шундақла улар үчүн сиз өзүңиз үлгә болушиңиз керәк. Әгәр Йәһва Худаниң Сөзи қәлбиңиздә болса, уни балилириңизға үгитиш асан болиду (Зәбур 40:8).

1. БАЛИҢИЗНИ ТИҢШАШҚА ҺӘРҚАЧАН ТӘЙЯР БОЛУҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Һәрқандақ адәм аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған... болуши керәк» (Яқуп 1:19). Балилириңизниң сиз билән һәрқандақ мавзуға әркин-азадә сөзлишәлиши интайин муһим. Сизниң тиңшашқа һәрқачан тәйяр екәнлигиңизгә пәрзәнтлириңизниң ишәнчиси камил болуши керәк. Өйүңиздә течлиқ вә хатирҗәмлик һөкүм сүрсә, улар ой-пикирлирини вә һис-туйғулирини бемалал ипадиләштин қорқмайду (Яқуп 3:18). Әгәр пәрзәнтлириңиз сизни аччиғи час адәм дәп билсә яки вәз оқуйду дәп ойлиса, сиз билән очуқ-ашкарә сөзлишиши натайин. Шуңа балилириңизға сәвир-тақәтлик болуп, меһир-муһәббитиңизни пат-пат ипадиләп туруң (Мәтта 3:17; Коринтлиқларға 1-хәт 8:1).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Балилириңлар сиз билән сөзләшмәкчи болғанда, уларни тиңшашқа тәйяр болуң.

  • Балилириңлар билән пәқәт қийинчилиқлар пәйда болғандила әмәс, бәлки турақлиқ сөзлишишкә вақит бөлүңлар.

2. УЛАРНИҢ НЕМӘ ДЕМӘКЧИ БОЛҒАНЛИҒИНИ ЧҮШИНИШКӘ ТИРИШИҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар» (Пәнд-нәсиһәтләр 18:4). Бәзидә балиниң гәп-сөзлириниң тегидә немә ятқанлиғини дәрру чүшиниш асан әмәс. Өсмүрләрниң түгмидәк нәрсини төгидәк қилип көрситиш яки әсли ойида болмиған нәрсини ейтиш адити бар. «Сөзни аңлимай туруп җавап бәргән, җавап беришкә алдириған, ахмақлиғини көрситиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 18:13). Көңлиңизни бузушқа алдиримаң (Пәнд-нәсиһәтләр 19:11).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Балилириңиз немә десиму, уларниң сөзини бөлүшкә алдиримаң вә өзүңизни қайнап кетиштин тутуң.

  • Уларниң йешида өзүңизниң қандақ ойлиғанлиғиңизни вә сиз үчүн немиләрниң муһим болғанлиғини есиңизға елиң.

3. МӘСЛИҺӘТЛИК ИШ БУЗУЛМАС

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Әй оғлум, атаңниң нәсиһитигә қулақ сал, анаңниң сөз-нәсиһитидин айрилма» (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). Пәрвәрдигар Йәһва балиларни тәрбийиләшни һәм атиға, һәм аниға тапшурған. Пәрзәнтлириңларни өзүңларни һөрмәтләшкә вә гепиңларға қулақ селишқа үгитиңлар (Әфәсликләргә 6:1—3). Әгәр ата-ана «пикирләрдә... бирләшкән» болмиса, балилар буни бирдинла туюп қалиду (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10). Араңлардики келишмәсликләрни балиларниң көзичә әмәс, бәлки ялғуз қелип муһакимә қилиңлар. Әкси һаләттә балилар алдидики аброюңлар төкүлиду.

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Пәрзәнтлириңизни қандақ тәрбийиләйдиғиниңларни вә қандақ җазалайдиғиниңларни келишивелиңлар.

  • Тәрбийә мәсилилиридә өмүрлүк йолдишиңиз билән көзқарашлириңлар һәрхил болса, бир-бириңларниң ой-пикрини чүшинишкә тиришиңлар.

4. ПУХТА ОЙЛИНИП ИШ-ҺӘРИКӘТ ҚИЛИҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Балиға кичигидә миҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәр» (Пәнд-нәсиһәтләр 22:6). Балилар өз-өзидинла әдәплик вә тәрбийиләнгән болуп қалмайду. Сизгә ойлинип иш-һәрикәт қилиш керәк вә тәрбийиләшниң түзүтүшни өз ичигә алидиғанлиғини әстә тутуш керәк (Зәбур 127:4; Пәнд-нәсиһәтләр 29:17). Лекин түзүтүш пәқәт җазалаштинла ибарәт әмәс. Балиға немишкә униңдин у яки бу қаидиләргә риайә қилишни тәләп қиливатқанлиғиңларни чүшинишкә ярдәм бериш лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 28:7). Шундақла балилириңларни Йәһваниң Сөзини яхши көрүшкә вә униңдики принципларни чүшинишкә үгитиңлар (Зәбур 1:2). Шу чағда уларниң виждани тоғра тәрбийилиниду (Ибранийларға 5:14).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Балилириңларға Худани һәқиқәтән тайинишқа болидиған мәвҗут Шәхс дәп тонуп-билишкә ярдәм бериң.

  • Уларға әхлақий хәвп-хәтәрләр билән тузақлардин, мәсилән, тор вә иҗтимаий торлардики хәвп-хәтәрләрдин, нери болушқа үгитиңлар. Шундақла бала зорлайдиғанлардин қандақ сақлиниш керәклигини чүшәндүрүңлар.

«Балиға кичигидә һәққаний йолда меңишни үгәт»