Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири аилиләрни бузамду яки мустәһкәмләмду?

Йәһва гувачилири аилиләрни бузамду яки мустәһкәмләмду?

 Йәһва гувачилири өзиниңму, йеқинлириниңму аилисини мустәһкәмләшкә тиришиду. Сәвәви биз Худани аилиниң Асасчиси сүпитидә һөрмәтләймиз (Яритилиш 2:21—24; Әфәсликләргә 3:14, 15). Худа Муқәддәс китапта аилигә тегишлик көплигән яхши мәслиһәтләрни бәргән. Улар дуния йүзидики адәмләргә некасини мустәһкәмләшкә ярдәм бәргән.

Йәһва гувачилири аилиләрни қандақ мустәһкәмләйду?

 Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр бизгә яхши әр яки аял вә яхши ата-ана болушқа ярдәм бәргәнликтин, уларни қоллинишқа тиришимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 31:10—31; Әфәсликләргә 5:22—6:4; Тимотийға 1-хәт 5:8). Муқәддәс китаптики дана сөзләр һәтта етиқади һәрхил болған аилиләргиму мувәппәқийәтлик болушқа ярдәм бериду (Петрусниң 1-хети 3:1, 2). Мәсилән, йолдиши яки аяли Йәһва гувачиси болған, өзлири болса Йәһва гувачиси болмиған адәмләрниң немә ейтқанлиғиға көңүл бөләйли:

  •   «Баш қошқандин кейинки дәсләпки алтә жил җедәл вә көңүл рәнҗитиш билән өткән. Лекин аялим Ивити Йәһва гувачиси болғанда, у меһрибан вә сәвирчан болуп қалди. Униң шундақ өзгәргәнлиги некаримизни сақлап қалди» (Клауер, Бразилия).

  •   «Йолдишим Ханза Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғанда, улар аилиләрни бузиду дәп ойлиғанлиқтин, униңға қаршилиқ көрсәткән едим. Бирақ байқиғинимчә, Муқәддәс китап, әксичә, аилимизгә яхши тәсир қилди» (Агнес, Замбия).

 Биз адәмләргә Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрниң мошундақ мәсилиләрдә пайдилиқ екәнлигини көрситимиз:

  •   Өмүрлүк җүптини даналиқ билән таллаш

  •   Неканиң биринчи жилидики қийинчилиқларни йеңиш

  •   Һәмрасиниң ата-аниси билән тил тепиш

  •   Пулни тоғра пайдилиниш

  •   Җедәлләрни тохтитиш

  •   Кәчүрүмчан болушқа үгиниш

  •   Балиларни тәрбийиләш

Адәм өз етиқадини өзгәртиши сәвәптин аилидә келишмәсликләр боламду?

 Әпсуски, бәзидә шундақ болиду. Мәсилән, «Софрис» намлиқ тәтқиқ компаниясиниң 1998-жил һесавитиға бенаән, һәмраларниң бири Йәһва гувачиси болушини қарар қилған 20 неканиң 1дә қийинчилиқлар болған екән.

 Әйса Мәсиһ униң вәсийәтлиригә риайә қилғанлар бәзидә аилә тәрәптин қаршилиққа учрайдиғанлиғини ейтип кәткән (Мәтта 10:32—36). Тарихшунас Уилл Дюрантниң ейтишичә, Рим империяси дәвридә «мәсиһий дин некаларни бузушта әйиплик дәп һесапланған» a. Бүгүнки күндиму Йәһва гувачилири мошундақ әйипкә дуч келиватиду. Амма аилидики қийинчилиқларға Йәһва гувачилири сәвәпчиму?

Инсан һоқуқлири бойичә Европа соти

 Инсан һоқуқлири бойичә Европа соти Йәһва гувачилири аилиләрни бузиду дегән әйипни қараштурғанда, аилидики уруш-талашни көпинчә Гувачи әмәс аилә әзалири башлайдиғанлиғини ейтқан еди. Улар Сотниң ейтишичә, улар «туққининиң диний әркинлигини һөрмәтлимәй, өз етиқадиға бенаән яшашқа йол беришни халимайду... Мошундақ әһвал етиқади һәрхил болған аилиләрдә пат-пат учрайду, Йәһва гувачилиридиму болғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс»,— дәп язди. b Бирақ башқилар Йәһва гувачилириниң диний көзқаришини һөрмәтлимисиму, улар Муқәддәс китаптики: «Һечкимниң яманлиғиға яманлиқ қайтурмаңлар. [...] Силәр тәрәптин имканийәтниң баричә, һәммиси билән течлиқ мунасивәттә болуңлар»,— дегән буйруққа беқиниду (Римлиқларға 12:17, 18).

Немә үчүн Йәһва гувачилири өз етиқадидики адәм биләнла нека қуриду?

 Йәһва гувачилири нека қурушқа тегишлик Муқәддәс китаптики «пәқәт Һакимдарниң избасари», йәни етиқатдаш, билән нека қуруш керәк дегән мәслиһәткә қулақ салиду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39). Бу буйруқ Худаниң көрсәтмиси болғандин ташқири, у әмәлий пайдилиқ. Мәсилән, 2010-жили «Нека вә аилә» намлиқ журналда (Journal of Marriage and Family) нәшир қилинған бир мақалидә «етиқади бир болған , урп-адәтлири билән ишәнчи бир болған әр-аялларниң» мунасивити аллиқанчә мувәппәқийәтлик болидиғанлиғи ейтилған. c

 Лекин Йәһва гувачилири етиқатдашларни Гувачи әмәс өмүрлүк җүптиси билән аҗришишқа дәвәт қилмайду. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Әгәр қандақту-бир бурадәрниң аяли етиқатсиз болса вә у униң билән яшашқа келишсә, у аялини ташлимисун. Аялниңму ери етиқатсиз болса вә у униң билән яшашқа келишсә, ерини ташлимисун» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:12, 13). Йәһва гувачилири мошу сөзләргә бойсуниду.

a «Қәйсәр вә Мәсиһ» (Caesar and Christ, 647-б.).

b «Москва шәһиридики Йәһва гувачилириниң диний җамаити Россия Федерациясигә қарши» иш (26, 27-б., 111-абз.).

c «Нека вә аилә» журнали (Journal of Marriage and Family, № 4, 2010-жил, 72-том, 963-б.).