Мәзмунға өтүш

Тирилиш дегән немә?

Тирилиш дегән немә?

Муқәддәс китаптики җавап

 Муқәддәс китаптики «тирилиш» дәп тәрҗимә қилинған сөз «көтирилиш» яки «қайта туруш» дегән мәнани билдүриду вә грек тилидики анастасис сөзидин келип чиққан. Тирилгән инсан өлүм һалитидин һаятқа қайтиду вә өлүшидин илгири қандақ инсан болған болса, нәқ шундақ инсан болуп тирилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:12, 13).

 Гәрчә «тирилиш» сөзи Кона Әһдә дәпму аталған Ибраний Язмиларда учримисиму, у йәрдә тирилиш тоғрисидики тәлим ениқ көрситилгән. Мәсилән, Тәңри Һошия пәйғәмбәргә мундақ вәдә бәргән: «Мән Өз хәлқимни гөрниң қолидин сетивалимән, өлүмдин уни тартивалимән» (Һошия 13:14; Аюп 14:13—15; Йәшая 26:19; Даниял 12:2, 13).

 Инсанлар қәйәрдә тирилиду? Бәзи инсанлар Әйса Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ қилиши үчүн асмандики яшашқа тирилиду (Коринтлиқларға 2-хәт 5:1; Вәһий 5:9, 10). Муқәддәс китапта бу «биринчи тирилиш» яки «дәсләпки тирилиш» дәп аталған. Шуниң билән бу икки сөз-ибарә йәнә башқа тирилиш болидиғанлиғини көрситиду (Вәһий 20:6; Филипиликләргә 3:11). Кейинки тирилиш инсанларниң көпинчиси йәрдә шат-хорам яшиши үчүн тирилдүрилидиғанлиғини билдүриду (Зәбур 37:29).

 Инсанлар қандақ тирилдүрилиду? Худа һәзрити Әйсаға өлгәнләрни тирилдүрүш күчини бәргән (Йоһан 11:25). Әйса Мәсиһ қәбирләрдә болғанларниң һәммисини илгирики миҗәз-хулқи вә әслимилири билән тирилдүриду (Йоһан 5:28, 29). Асманда яшаш үчүн тирилгәнләр роһий тәнгә еришиду, йәрдә яшаш үчүн тирилгәнләр болса, җисманий нуқсансиз сағлам тәнгә еришиду (Йәшая 33:24; 35:5, 6; Коринтлиқларға 1-хәт 15:42—44, 50).

 Кимләр тирилдүрүлиду? Муқәддәс китап кишиләрниң икки топи, йәни һәққанийлар вә һәққаний әмәсләр тирилдүрүлиду дәйду (Әлчиләр 24:15). Нуһ, Ибраһим вә Сарә қатарлиқ садиқ кишиләр һәққанийлар дәп атилиду (Яритилиш 6:9; Ибранийларға 11:11; Яқуп 2:21). Һәққаний әмәсләр болса, Худаниң қанунлирини билмигәчкә, өлүшидин илгири һәққаний турмуш кәчүрүш имканийити болмиған кишиләр.

 Амма өзгәртишкә һәргизму болмайдиған рәзил кишиләр тирилдүрүлмәйду. Бундақ кишиләр пүтүнләй йоқ болиду вә уларниң қайта яшаш үмити йоқ (Мәтта 23:33; Ибранийларға 10:26, 27).

 Тирилиш қачан йүз бериду? Муқәддәс Язмиларда асманда яшаш үмити барларниң тирилиши Мәсиһниң һазир болуш вақтида йүз беридиғанлиғи бәшарәт қилинған. Бу тирилиш дәври 1914-жилда башланған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:21—23). Йәрдә яшаш үмити барлар Әйса Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә, пүтүн йәр йүзи җәннәткә айланғанда, тирилдүрүлиду (Луқа 23:43; Вәһий 20:6, 12, 13).

 Немә үчүн тирилишкә ишиниш әқилгә мувапиқ? Муқәддәс китапта 9 тирилиш вақиәси тәпсилий йезилған. Һәрбир вақиәни өз көзи билән көргән гувачиларму еди (Падишалар 1-язма 17:17—24; Падишалар 2-язма 4:32—37; 13:20, 21; Луқа 7:11—17; 8:40—56; Йоһан 11:38—44; Әлчиләр 9:36—42; 20:7—12; Коринтлиқларға 1-хәт 15:3—6). Һәзрити Әйсаниң Лазарни тирилдүрүши алаһидә диққәткә сазавәр, сәвәви Лазар өлүп, йәрләнгинигә төрт күн болған вә һәзрити Әйса уни көпчиликниң көз алдида тирилдүргән (Йоһан 11:39, 42). Һәтта Әйса пәйғәмбәргә қарши чиққучиларму бу мөҗүзини инкар қилалмиған (Йоһан 11:39, 42).

 Муқәддәс Язмилар Тәңриниң өлгәнләрни тирилиш күч-қудрити вә арзу-истиги барлиғини ашкарә қилиду. Худа Өзиниң чәксиз хатирисидә Өз күч-қудрити арқилиқ тирүлдүрмәкчи болған һәрбир инсан тоғрисидики тәпсилий мәлумат сақлап келиватиду (Аюп 37:23; Мәтта 10:30; Луқа 20:37, 38). Худа өлгән кишини қайта тирилдүрүшкә қадир вә У буни қилишқа тәшна! Муқәддәс китап келәчәктики тирилишни тәсвирләп, Худа һәққидә мундақ дегән: «Қолуңниң яратмисини, Сән сеғинисән!» (Аюп 14:15).

Тирилиш һәққидики натоғра пикирләр

 Натоғра пикир: Тирилиш — бу җан билән тәнниң бирлишиши.

 Һәқиқәт: Муқәддәс Язмилар җан — бу инсан өлүшидин кейин давамлиқ яшайдиған униң бир қисми әмәс, бәлки инсанниң өзидур дәйду (Яритилиш 2:7; Әзәкиял 18:4). Тирилгән инсан өз җени билән бирләшмәйду. У тирик җан сүпитидә һаятқа қайтиду.

 Натоғра пикир: Бәзи инсанлар тирилип, дәрһалла йоқ қилиниду.

 Һәқиқәт: Муқәддәс китапта «яманлиқ қилғанлар һөкүм үчүн» тирилидиғанлиғи йезилған (Йоһан 5:29, ЙД). Бу уларниң өлүштин илгири қилған ишлирини көрситиду. «Яманлиқ қилғанларниң» тирилиши, Әлчиләр 24:15-айәттә тилға елинған «һәққаний әмәсләрниң» тирилиши билән охшаш. Улар һөкүм үчүн тирилиду. Бу дегәнлик, Әйса падиша миң жил һөкүмранлиқ қилғанда, һәққаний әмәсләрни күзитип баһалайду вә уларниң ишлирини тәкшүриду (Луқа 22:30). Уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилишқа лайиқ яки лайиқ әмәслигини һөкүм қилишқа бир мәзгил вақит кетиду. Һәққаний әмәс кишиләр тирилишидин кейин алған билимләргә мас һаят кәчүрсә, уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилиду (Вәһий 20:12, 13).

 Натоғра пикир: Тирилгән инсан өлүшидин авалқи тенидә һаятқа қайтиду.

 Һәқиқәт: Өлүшидин кейин инсанниң тени чирип, тупраққа айлиниду (Вәз 3:19, 20).