Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши қандақ хизмәт атқуриду?

Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши қандақ хизмәт атқуриду?

 Рәһбәрлик кеңәш — пүтүн дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилириға көрсәтмә беридиған роһий җәһәттин йетилгән Мәсиһ әгәшкүчилиридин тәшкилләнгән кичик топ. Улар икки түрлүк хизмәткә җавапкар:

 Рәһбәрлик кеңәш биринчи әсирдә яшиған «Йерусалимдики әлчиләр вә ақсақаллардин» үлгә алиду. Уларму җамаәтләрниң пайдиси үчүн муһим қарарларни чиқарған (Әлчиләр 15:2). Әшу садиқ адәмләргә охшаш, Рәһбәрлик кеңәшниң әзалири тәшкилатимизниң башлиқлири әмәс. Улар Йәһва Худаниң Әйса Мәсиһни җамаәтниң беши сүпитидә тәйинлигәнлигини етирап қилип, Муқәддәс китаптин йол-йоруқ издәйду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3; Әфәсликләргә 5:23).

Рәһбәрлик кеңәшниң әзалири кимләр?

 Рәһбәрлик кеңәшниң әзалири: Джеффри Джексон, Кеннет Кук, Стивен Летт, Геррит Лёш, Марк Сандерсон, Дейвид Сплэйн, Джеффри Уиндер, Гейдж Флигл вә Сэмюэл Хёрд. Улар Уорвиктики (Нью-Йорк) дуниявий баш идаридә хизмәт қилиду.

Рәһбәрлик кеңәш қандақ тәшкилләнгән?

 Рәһбәрлик кеңәш түрлүк хизмәтләргә йетәкчилик қилидиған алтә комитетни қурған вә кеңәшниң һәрбир әзаси бир яки бирнәччә комитетта хизмәт қилиду.

  •   Координаторлар комитети қануний ишларға йетәкчилик қилип, тәбиий апәтләр вә иман-етиқади сәвәплик зиянкәшликкә учраватқан қериндашлиримизға яр-йөләк болуш һәмдә Йәһва гувачилири билән җиддий ишларда ярдәм беришкә мәсъул.

  •   Кадрлар комитети Бәйтәл аилиси әзалириға мунасивәтлик ишларға җавапкар.

  •   Нәшрият комитети Муқәддәс китапқа асасланған материалларниң нәшир қилиниши вә йәткүзүлүши, шундақла жиғилиш җайлири, тәрҗимә ишханилири вә филиал қурулуш ишлириға йетәкчилик қилиду.

  •   Хизмәт комитети «Падишалиқ һәққидики... хуш хәвәрни» вәз қилиш ишиға йетәкчилик қилишқа мәсъул (Мәтта 24:14).

  •   Тәлим бериш комитети учришишлар, мәктәпләр, аудио яки видео қатарлиқ программилар арқилиқ берилидиған йол-йоруқларни тәйярлаш ишиға җавапкар.

  •   Язғучилар комитети басма материаллиримиз вә торбетимиз арқилиқ берилидиған йол-йоруқларни тәйярлаш һәмдә тәрҗимә ишиға йетәкчилик қилиду.

 Мошу комитетларниң ишидин башқа, Рәһбәрлик кеңәш тәшкилатимизниң еһтияҗлири һәққидә муһакимә қилиш үчүн һәр һәптә жиғилиду. Һәммиси ортақ қарарға келиш үчүн улар Язмилар үстидә муһакимә қилиду вә Худаниң муқәддәс роһиниң өзлирини йетәклишигә йол бериду (Әлчиләр 15:25).

Рәһбәрлик кеңәшкә кимләр ярдәм бериду?

 Рәһбәрлик кеңәш комитетлириға ишәнчлик Мәсиһ әгәшкүчилири ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 4:2). Улар өзлири хизмәт қилишқа тәйинләнгән комитетниң ишлирини яхши чүшиниду. Уларниң вәзипиләрни орунлаш қабилийити вә тәҗрибиси бар. Ярдәмчиләр комитетниң һәр һәптилик жиғилишлириға қатнишиду. Гәрчә қарар чиқиришқа аваз бәрмисиму, улар пайдилиқ мәслиһәт вә қоллап-қувәтләйдиған мәлуматларни оттуриға қойиду. Шундақла ярдәмчиләр комитетниң қарарлирини әмәлгә ашуриду вә бу қарарларниң иҗра қилинишини һәмдә нәтиҗисини тәкшүрүп турушқа җавапкар. Буниңдин башқа, Рәһбәрлик кеңәш уларни пүтүн дунияниң җай-җайлиридики қериндашларни зиярәт қилишқа яки жиллиқ учришишлар вә Гилиад мәктивиниң оқушни пүтириш мәрасимлири қатарлиқ жиғилишларда нутуқ ейтишқа тәйинлиши мүмкин.

ЯРДӘМЧИЛӘРНИҢ ТИЗИМЛИГИ

Комитет

Исим

Координаторлар комитети

  • Джон Экранн

  • Пол Гиллис

  • Трой Снайдер

Кадрлар комитети

  • Джералд Гризл

  • Патрик Лафранка

  • Дэниел Молчан

  • Ральф Уоллс

Нәшрият комитети

  • Роберт Батлер

  • Харолд Коркерн

  • Гаюс Глоккентин

  • Доналд Гордон

  • Роберт Луччони

  • Алекс Райнмюллер

  • Дейвид Синклер

Хизмәт комитети

  • Гэри Бро

  • Джоуэл Деллингер

  • Бетти Джорджес

  • Энтони Гриффин

  • Сет Хайатт

  • Джоди Джеделе

  • Кристофер Мейвор

  • Балтасар Перла

  • Джонатан Смит

  • Уильям Тёрнер

  • Лион Уивер

Тәлим бериш комитети

  • Роналд Кёрзан

  • Кеннет Флодин

  • Уильям Маленфант

  • Марк Нумар

  • Дейвид Шейфер

Язғучилар комитети

  • Николас Аладис

  • Пер Кристенсен

  • Роберт Сиранко

  • Кеннет Годберн

  • Джеймс Манц

  • Исак Марей

  • Клайв Мартин

  • Ленард Майерз

  • Джин Смолли

  • Херманус ван Селм