Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири немә үчүн урушқа қатнашмайду?

Йәһва гувачилири немә үчүн урушқа қатнашмайду?

 Йәһва гувачилири урушқа төвәндики сәвәпләр түпәйлидин қатнашмайду:

  1.   Худаға итаәт қилиду. Муқәддәс китапта Худаниң хизмәтчилири «қиличлирини сапан чишлири, нәйзилирини оғақ қилип соқушиду» вә «улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду» дәп йезилған (Йәшая 2:4).

  2.   Әйсаға қулақ салиду. Әйса Мәсиһ әлчи Петрусқа мундақ дегән: «Қиличиңни орниға қайтурғин, чүнки қилич көтәргәнләрниң һәммиси қиличтин өлиду» (Мәтта 26:52). Шундақ қилип Әйса пәйғәмбәр әгәшкүчилириниң қолиға қурал алмайдиғанлиғини көрсәтти.

     Әйса Мәсиһ әгәшкүчилириниң бу «дуниядин әмәс» екәнлигини ейтқан. Шу сәвәптин улар сәясий мәсилиләрдә бетәрәпликни сақлайду (Йоһан 17:16). Улар мәмликәткә қарши чиқмайду һәм һәрбий хизмәткә баридиғанларни өзиниң көзқарашлирини орунлашқа мәҗбурлимайду.

  3.   Адәмләрни яхши көриду. Әйса пәйғәмбәр шагиртлириға: «бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болуңлар», – дәп буйруқ бәргән (Йоһан 13:34, 35). Улар бир-биригә қарши җәң қилмай, әксинчә өз ара меһир-муһәббәтни көрситип, хәлиқарилиқ қериндашчилиқни тәшкил қилиду (Йоһанниң 1-хети 3:10–12).

  4.   Қедимдики мәсиһийләрдин үлгә алиду. Бир энциклопедиядә Әйсаниң шагиртлири урушқа қатнишиш вә әскәрдә хизмәт қилишни рәт қилғини баян қилинған. Улар урушса, Әйсаниң «дүшмәнлириңларни яхши көрүңлар» дегән әмригә қарши болидиғинини чүшинәтти. Петер Майнхольд исимлик немис илаһийәтшунас І-әсирдики шагиртлар үчүн Әйсаниң әгәшкүчиси болуш билән әскәрлик хизмәткә қатнишиш маслашмайдиған нәрсиләр болғанлиғини ейтқан.

Җәмийәткә ярдәм көрситиш

 Йәһва гувачилири җәмийәткә пайда әкелиду вә өзлири туруватқан мәмликәткә хәтәр туғдурмайду. Биз мәмликәт һөкүмитини һөрмәтләп, Муқәддәс китапта йезилған төвәндики буйруқларни орунлаймиз:

  •   «Һәрқандақ җан жуқарқи һакимийәтләргә беқинсун» (Римлиқларға 13:1).

  •   «Қәйсәрниңкини қәйсәргә, Худаниңкини болса Худаға тапшуруңлар» (Мәтта 22:21).

 Мана шу сәвәптин биз қанунға беқинимиз, селиқ төләймиз вә җәмийәтниң параванлишишиға өз һәссимизни қошумиз.