Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-САВАҚ

Җамаәт учришишлиримизда немигә еришәләйсиз?

Җамаәт учришишлиримизда немигә еришәләйсиз?

Аргентина

Сьерра-Леоне

Бельгия

Малайзия

Көп адәмләр диний учришишларда роһий йол-йоруқ яки тәсәлли тапалмиғанлиқтин, уларға қатнишишни тохтатти. Ундақта, немишкә Йәһва гувачилириниң учришишлириға беришиңиз керәк? У йәрдә сиз немигә еришәләйсиз?

Меһрибан вә көйүмчан адәмләр билән арилишисиз. Биринчи әсирдә мәсиһийләрниң җамаәтлири болған. Мәсиһийләр шу учришишларда Худаға бирликтә ибадәт қилип, Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилатти вә бир-бирини илһамландуратти (Ибранийларға 10:24, 25). Улар мундақ учришишларда бир-биригә һәқиқий достлардәк, қериндашлардәк муамилә қилатти (Салоникилиқларға 2-хәт 1:3; Йоһанниң 3-хети 14). Биринчи әсирдики мәсиһийләргә тәқлит қилип, бизму әшундақ хошаллиққа чөмүмиз.

Муқәддәс китаптики принципларни қоллинишқа үгинисиз. Худаниң қедимдики садиқ хизмәтчилиригә охшаш, бизниң күнимиздиму әрләр, аяллар вә балилар биллә җәм болиду. Тәҗрибилик тәлим бәргүчиләр Муқәддәс китаптики принципларни күндилик һаятимизда қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду (Қанун шәрһи 31:12; Нәһәмия 8:8). Һәрқандақ киши Муқәддәс китапни муһакимә қилишқа вә нахша ейтишқа қатнишалайду. Бу — етиқатдашлиримиз билән биллә «үмүтимиз һәққидә җакалашниң» әҗайип мүмкинчилиги (Ибранийларға 10:23).

Етиқадиңизни мустәһкәмләйсиз. Әлчи Паул җамаәтләрниң биригә мундақ дегән: «Силәр билән көрүшүшкә интайин интизармән,... бир-биримизниң етиқадидин өз ара илһам алалаймиз демәкчимән» (Римлиқларға 1:11, 12). Бурадәр-қериндашлар билән турақлиқ арилишиш етиқадимизни мустәһкәмләп, Худаниң қанунлири бойичә яшашқа җүръәт бериду.

Сизни новәттики җамаәт учришишиға келишкә вә һәммини өз көзүңиз билән көрүшкә чин жүрәктин тәклип қилимиз. У йәрдә сизни хурсәнлик билән қарши алиду. Барлиқ учришишларға кириш һәқсиз — һечкимдин пул тәләп қилинмайду.

  • Җамаәт учришишлирини өткүзүштә Йәһва гувачилири кимләрдин үлгә алиду?

  • Җамаәт учришишлириға қатнишиш арқилиқ немигә еришәләйсиз?