Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | МУҚӘДДӘС КИТАП ҚАНДАҚ АМАН ҚАЛҒАН?

Муқәддәс китап қаршилиққа қаримай, сақлинип қалған

Муқәддәс китап қаршилиққа қаримай, сақлинип қалған

ХӘВП-ХӘТӘР. Сәясий вә диний рәһбәрләр Муқәддәс китаптики хәвәрниң тарқитилишиға бар күчи билән қаршилиқ қилған. Улар һоқуқини ишлитип, кишиләрниң Муқәддәс китапқа еришишини, уни тәрҗимә қилишини, униңдин нусха көчүрүшини, кейинәрәк уни нәшир қилишини мәнъий қилған. Келиң, икки мисални көрүп чиқайли.

  • Тәхминән миладидин илгири 167 жил. Салавкидлар падишаси Антиох Эпифан ибранийларни бар күчи билән грек динини қобул қилишқа мәҗбурлиған вә Ибраний Язмиларниң барчә нусхилирини йоқ қилишни әмир қилған. Тарихчи Генри Грец падишаниң әмәлдарлири немиләрни қилғанлиғи һәққидә мундақ дәп язған: «Улар Тәвратниң орам қолязмилирини тапқан һаман жиртип, көйдүргән вә Муқәддәс Язмиларни оқуп көңлигә тәсәлли тапқанларни өлтүргән».

  • Оттура әсирләр. Бәзи католик диний рәһбәрлири аддий кишиләрниң католик чиркодики тәлимләрни әмәс, Муқәддәс китап тәлимлирини вәз қиливатқанлиғини көрүп ғәзәпләнгән вә латин тилидики Муқәддәс Язмиларниң Зәбур китавидин башқа китаплири қолида барларни капир яки бидъәтчи дәп елан қилған. Бир чирко кеңишиниң буйруғи бойичә, уларниң кишилири «бидъәтчиләрни әстаидил, тинмай издиши керәк еди,....барчә гуман қилинған өйләр вә йәр асти амбарлар ахтурулуши вә әгәр бидъәтчи тепилса, униң өйи вәйран қилинатти».

Әгәр дүшмәнләр Муқәддәс китапни йоқ қилған болса, биз униңдики хәвәрни һәргизму аңлалматтуқ.

Мәнъий қилинишқа вә көйдүрүлүп йоқ қилинишқа дуч кәлгән, һәтта 1536-жили Тиндал өлүм җазасиға һөкүм қилинған болсиму, Уильям Тиндал инглиз тилиға тәрҗимә қилған Муқәддәс китап сақлинип қалған

МУҚӘДДӘС КИТАП ҚАНДАҚ АМАН ҚАЛҒАН? Падиша Антиох Эпифан уюштурған шиддәтлик зиянкәшлиги Исраил зиминидики йәһудийларға қарши қаритилған еди. Амма башқа нурғунлиған мәмликәтләрдиму йәһудий ибадәтханилири бар еди. Алимларниң ейтишичә, милади биринчи әсиргә йеқин, йәһудийларниң 60 процентидин көпириги Исраил зимининиң сиртидики башқа зиминларда яшиған. Улар өз ибадәтханилирида Муқәддәс Язмиларниң көчүрмә нусхилирини сақлиған вә улардин кейинки әвлат, шу җүмлидин Мәсиһ әгәшкүчилириму шу қолязмиларни ишләткән (Әлчиләр 15:21).

Оттура әсирләрдә Муқәддәс китапни яхши көридиған кишиләр зиянкәшликкә қаримастин, давамлиқ уни тәрҗимә қилип тарқатқан. XV әсирниң оттура мәзгилиридә дәсләпки басма техникиси иҗат қилиништин илгири Муқәддәс китапниң бәзи қисимлири 33 тилға тәрҗимә қилинған еди. Көп өтмәй, Муқәддәс китап тәрҗимә қилинип, кәң көләмдә бесип чиқирилип тарқитилған.

ХУЛАСӘ. Қудрәтлик һөкүмранлар вә дин рәһбәрлириниң зиянкәшлигигә қаримастин, Муқәддәс китап тарихтики әң көп тәрҗимә қилинған вә бесилип чиқирилған китапқа айланған.