Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Хулда өз мәхситигә қол йәткүзди

Хулда өз мәхситигә қол йәткүзди

ӘГӘР сиз Индонезиядики Сангир Бесар дегән арални зиярәт қилған болсиңиз, деңиз бойида үч қериндашни көрәттиңиз. Улар бу аралда кишиләргә Муқәддәс китапни үгинишкә ярдәм бериш иши билән һәммигә мәлум. Амма шу вақитта улар тамамән башқа иш билән алдираш еди.

Сангир Бесардики арал Индонезияниң шималий тәрипидә орунлашқан

Улар деңизға кирип, йоған ташларни қуруқлуққа чиқарған еди. Шу ташларниң бәзилири худди футбол допидәк чоң еди. Кейин улар кичик яғач орундуқларға олтирип, болқа билән ташларни уруп, парчилашқа башлайду. Нәтиҗидә, бу ташларниң көләми тоху тухумидин кичик болиду. қериндашлар бу парчиланған ташларни пластик челәкләргә селип, пәләмпәй билән өз өйлири тәрәпкә елип көтириду. Улар бу ташларни йоған халтиларға салиду. Кейин бу ташлар қурулушта ишлитилиду.

Хулда деңизниң арилида ташларни жиғиватиду

Бу үч қериндашниң бири Хулда еди. У башқиларға қариғанда бу ишқа көпирәк вақит сәрип қилалатти. Адәттә Хулда бу пулни аилисини беқиш үчүн ишлитәтти. Лекин бу қетим униңда йәнә бир мәхсәт бар еди. У «JW Library®» программисини көчиривелиш үчүн өзигә бир планшет сетивалмақчи болған. Хулда бу программидики видеолар вә нәширләр униң хизмәт қилиш сапасини көтирип, Муқәддәс китапни чоңқурирақ чүшинишигә ярдәм беридиғанлиғини чүшинәтти.

Кейинки бир йерим ай давамида Хулда әтигәндә икки саат көпирәк ишлигән еди. У интайин көп ташларни парчилап, улар билән бир кичик жүк машинасини толдурушқа болатти. Ахирида Хулда планшетқа йетәрлик пул жиғивалди.

Хулда планшети билән

У мундақ дәйду: «Ташларни парчилаш интайин қийин бир иш. Мән бәк чарчап кетәттим вә белимни көтирәлмәй кетәттим. Бирақ йеңи планшетни қолумға алғанда, һерип-чарчашниң һәммисини унтуп қалдим. Планшетниң ярдимидә маңа вәз қилиш вә җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилиш асанирақ болди». Хулданиң ейтишичә, болупму пандемия башланғанда, бу планшетниң ярдими интайин зор болди. Чүнки кейин һәммә учришишлар вә вәз хизмити интернет арқилиқ болған еди. Бизму Хулда билән биргә өз мәхситигә қол йәткүзгәнлиги үчүн интайин хошал.