Мәзмунға өтүш

ИХТИЯРИЙ ИАНИЛИРИҢИЗ ҚАНДАҚ ИШЛИТИЛИДУ?

Җамаәт жиғилишлирини видео улиниши арқилиқ өткүзүш

Җамаәт жиғилишлирини видео улиниши арқилиқ өткүзүш

2020-ЖИЛ, 26-ИЮНЬ

Пүтүн дуниядики көплигән һөкүмәтләр кишиләрниң аммивий җайларда өз ара мәлум арилиқ ташлап, жүрүшни тәләп қиливатиду вә топлишип, учришиш өткүзүшни мәнъий қилди. Йәһва гувачилири бу тәләпкә бойсунуп, давамлиқ бехәтәр ибадәтлирини давамлаштуруш үчүн Zoomға охшаш һәртүрлүк видеолуч улиниш (видеоконференция) программилирини ишлитип җамаәт учришишлирини өткүзүп кәлмәктә.

Жиғилишлиримизниң бехәтәр өткүзүлүши үчүн Рәһбәрлик кеңәш җамаәтләрниң ианә қилинған пулларни ишлитип, Zoom программисиниң қоллиниш рухситини сетивелишини қарар қилди. Илгири бәзи җамаәтләрниң уни сетивелиш имканийити болмиған, чүнки 15—20 доллар яки униңдин жуқури қоллиниш баһаси бәкму қиммәт болған. Шуңа илгири җамаәтләр дайим улиниш саниға чәк қойидиған яки бехәтәрлигигә капаләтлик қилинмайдиған һәқсиз программиларни ишлитип кәлгән. Әнди барлиқ җамаәтләр тәшкилатимиз тәвсийә қилған Zoom программисиниң алаһидиликлиридин көп пайдилиниватиду. Бу һәқлиқ Zoom программиси бехәтәр вә нурғун кишиләр асанла учришишларға улиналайду. Бүгүнки күндә, бу Zoom программисини 170тин көпирәк дөләттики 65000дин көпирәк җамаәт ишлитиватиду.

Һиндонезийәниң шималий Сулавеси аралиниң Манадо шәһиридики «Кайраги» җамаити һәқсиз Zoom видеолуқ улинишини ишләтмәй, тәшкилатимиз тәвсийә қилған һәқлиқ Zoom улинишини ишлитишкә башлиди. Хади Сантосо чүшәндүрүп мундақ деди: «Компьютер вә янфонларни қандақ қоллинишни билмәйдиған қериндашларму һазир жиғилишлардин һузурлиналайду, чүнки уларниң әмди жиғилишларға бир нәччә қетим қайта-қайта улинишиниң һаҗити йоқ».

Еквадорниң Гуаякуил шәһиридики «Гаяканес Осте» җамаитидә хизмәт қиливатқан Лестер Хихон исимлиқ ақсақал мундақ деди: «Нурғун қериндашларниң ихтисадий әһвали анчә яхши болмиғачқа, көплигән җамаәтләр Zoom улинишиға пүткүл җамаәт әзалириниң қатнишиши үчүн улиниш рухситини сетивалалмиған еди. Тәшкилатимизға көп рәхмәт, һазир бизгә Zoom видеолуқ улинишниң рухситини тәминләп бәрди. Һазир улинидиған кишиләрниң саниниң көп болуп кетишидин қорқмай, башқиларни жиғилишларға тәклип қилалаймиз».

Замбийәниң Лусака шәһиридики «Нгверере шималий» җамаитидә хизмәт қиливатқан Джонсон Мванза исимлиқ ақсақал мундақ язди: «Нурғун қериндашлар қайта-қайта мундақ дәйду: “Биз бир-биримизгә Zoom арқилиқ техиму йеқин болупла қалмай, бәлки Йәһваниң меһир-муһәббәт вә ғәмхорлуққа толған қанити астида болғанлиғимизни һис қилдуқ”».

Бу Zoom программиси тәбиий апәтләргә учриғанларға ярдәм бериш үчүн аҗритилидиған пулларға сетивелиниду. Булар пүтүн дуниядики иш-паалийитимизни қоллап-қувәтләшкә ихтиярий ианә қилинған пулларниң бир қисми. Бу ианиләрниң көпинчиси donate.pr418.com торбети арқилиқ қилинған. Җай-җайларда муһтаҗлиқта қалғанларни қоллап-қувәтләш үчүн силәрниң мәртлик билән қилған ианилириңларға көптин-көп рәхмәт!