Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири өйму өй вәзә қилиш арқилиқ қутқузулушқа лайиқ болумиз дәп ойламду?

Йәһва гувачилири өйму өй вәзә қилиш арқилиқ қутқузулушқа лайиқ болумиз дәп ойламду?

 Яқ, ундақ ойлимаймиз. Биз дайим өйму өй вәзә қилимиз, лекин бу арқилиқ қутқузулушқа лайиқ болумиз дәп ойлимаймиз (Әфәсликләргә 2:8). Немишкә?

 Мәсилән, бир сехий адәм бәлгүлүк бир вақитта бәлгүлүк бир җайға келидиған һәрбир адәмгә қиммәтлик соғат беришкә вәдә қилғинини тәсәввур қилиң. Әгәр сиз һәқиқәтән шу кишиниң вәдисигә ишәнгән болсиңиз, сиз униң көрсәтмисигә риайә қилаттиңизму? Әлвәттә! Бәлким, сиз бу мүмкинчиликни аилиңиз вә достилириңиз пайдилиналиши үчүн, бу тоғрисида уларғиму ейтип берәттиңиз. Һәтта бу кишиниң көрсәтмилирини сизиқтин чиқмай орунлисиңизму, сиз бу соғатқа лайиқ болалмайсиз. Чүнки соғат – соғат бойичә қалиду.

 Шуниңға охшаш, Йәһва гувачилири Худаниң Униңға итаәт қилидиғанлар мәңгүлүк һаятқа еришиду дегән вәдисигә ишиниду (Римлиқларға 6:23). Шу сәвәптин, башқиларму бу вәдиниң орунлинишини көрәлиши үчүн, биз уларға мошу хуш хәвәрни ейтимиз. Лекин биз хизмәткә қатнишиш арқилиқ қутқузулушқа лайиқ болимиз дәп һесаплимаймиз (Римлиқларға 1:17; 3:28). Һәқиқәтән, һечбир инсан Худаниң бу әҗайип соғитиға һечқандақ һәрикити арқилиқ лайиқ болалмайду. Сәвәви Худа «бизниң қилған һәққаний ишлиримиз үчүн әмәс, бәлки Өзиниң рәһимдиллигидә жуюш арқилиқ бизни қутқузди» (Титқа 3:5).