Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилирида ондин бир қисмини ианигә бериш пәрзи барму?

Йәһва гувачилирида ондин бир қисмини ианигә бериш пәрзи барму?

 Йәһва гувачилирида ондин бир қисмини ианигә бериш пәрзи йоқ. Ундақта, ондин бир қисмини бериш дегинимиз немә вә немишкә Йәһва гувачилири шундақ қилмайду?

 Мал-мүлкиниң ондин бир қисмини бериш қедимда Исраил хәлқигә берилгән Муса қанунидики буйруқларниң бири болған. Лекин Муқәддәс китапта Худаниң заманивий хизмәтчилиригә Муса қануниға риайә қилишниң һаҗити йоқ екәнлиги йезилған (Ибранийларға 7:5, 18; Колосилиқларға 2:13, 14).

 Бүгүн Йәһва гувачилири І-әсирдики мәсиһийләрдин үлгә елип, пүткүл дуниявий тәлим бериш паалийитини икки усулда қоллайду: биринчиси – һәқсиз вәзә қилиш һәм тәлим бериш, иккинчиси – ихтиярий ианә бериш.

 Шу арқилиқ улар Муқәддәс китапта йезилған мону көрсәтмини орунлайду: «Һәрким нарази һәм мәҗбурий түрдә әмәс, бәлки өз жүригидә қандақ қарарға кәлгән болса, шундақ иш қилсун, чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду» (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7)