Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири тәшкилатини асаслиған ким?

Йәһва гувачилири тәшкилатини асаслиған ким?

 Заманивий Йәһва гувачилири тәшкилати ХІХ-әсирниң ахирида уюштурулған. Шу мәзгилдә, Питтсбург шәһириниң әтрипида (Қошма Штатлар, Пенсильвания) яшаватқан Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң кичик гуруһи Муқәддәс язмиларни тәртип бойичә тәтқиқ қилишни башлиди. Чиркониң тәлимлирини Муқәддәс китапта һәқиқәтән немә йезилғанлиғи билән селиштуратти. Улар билип-тапқанлирини китаплар билән гезитлар бәтлиридә һәмдә бүгүн «Күзәт мунариси – Йәһва Худаниң Падишалиғини җакалайду» дәп атилидиған журналда нәшир қилишқа башлиди.

 Муқәддәс китапниң сәмимий тәтқиқатчилириниң бири Чарлз Тейз Расселл болған. Гәрчә Расселл «Муқәддәс китап тәтқиқатчилири» дәп тонулған гуруһиниң йетәкчиси вә «Күзәт мунариси» журналиниң биринчи редактори болсиму, у йеңи динниң асасчиси әмәс. Расселлниң вә кейинирәк «Муқәддәс китап тәтқиқатчилири» дәп тонулған гуруһниң мәхсити – Әйса Мәсиһниң тәлимлирини тарқитиш вә І-әсирниң мәсиһийлиригә тәқлит қилиш еди. Мәсиһийликкә асас бәргән Әйса Мәсиһ болғанлиқтин, биз тәшкилатимизни уюштурғанму шу дәп билимиз (Колосилиқларға 1:18–20).